'Пүтүн йәр шари уйғур рәһбириниң сәһниси болуп қалди'

'Нюйорк таймис' гезити бүгүн 'пүтүн йәр шари уйғур рәһбириниң сәһниси болуп қалди' сәрләвһилик мақалә елан қилди. Бу мақалидә баян қилинишичә, уйғур рәһбири рабийә қадир ханим сәйшәнбә күни японийигә кәлгән һаман хәлқараға, хитай һөкүмити үстидин, уйғурларни мәхпий тутқун қиливатиду, дәп шикайәт қилишқа башлиди.
Мухбиримиз вәли
2009.10.21
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Японийә учур васитилири дәрһал униң сөзини 'хитай һөкүмити уйғурларни қиришни тохтитиши керәк' дегән авази билән қошуп кәң даиридә хәвәр қилди.

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси ма чавшү дәрһал японийиниң рабийә қадирға виза бәргәнликигә қаттиқ наразилиқ билдүрди вә японийә һөкүмитигә 'японийә һөкүмити японийидики бир қисим күчләрниң рабийә қадирниң японийидә хитайға қарши бөлгүнчилик һәрикитини орунлаштурушиға йол қойди' дәп һуҗум қилди.

Б б с ниң баян қилишичә, рабийә қадир японийидики 10 күнлүк зияритини башлиған һаман, японийә һөкүмитини, хитайға милләтләр сияситини өзгәртиш һәққидә бесим ишлитишкә чақирди. У японийиниң учур вастилириға 'хитай һөкүмити уйғурларниң иқтисадий, маарип, диний вә пикир баян қилиш әркинликини дәпсәндә қилди', 'йеқиндин буян пүтүн уйғур мәһәллилирини һәрбий қисимлар билән қоршивелип, уйғурларни мәхпий тутқун қиливатиду, тутқун қилинған уйғурларниң көпинчиси 20 яш әтрапидики яшлар, буниң ичидә йәнә бир мунчә 12, 14 яштики өсмүрләр бар' дәп көрсәтти.

Хәвәрдә ейтилишичә, рабийә қадир йәнә хитай һөкүмити билән, хитайниң милләтләр сияситини өзгәртиш вә уйғурларниң өз - өзигә хоҗа болуш мәсилисини омум хәлқ авазиға қоюш һәққидә сөһбәтлишишкә тәйяр икәнликини җакарлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.