Рабийә ханим франкфорт хәлқара китаб йәрмәнкисидики паалийитини башлиди
Мухбиримиз әркин
2009.10.16
2009.10.16
Хитай бу қетимқи франкфорт хәлқара китаб йәрмәнкисидә тонуштурулидиған нуқтилиқ дөләт болуп, йәрмәнкә җәрянидики нурғун паалийәтләрни хитай билән германийә биргә тәшкиллигән иди. Шу сәвәбтин германийә тәрәпниң рабийә ханимни йәрмәнкигә тәклип қилиши хитай тәрәпниң қаршилиқиға учриған. Лекин германийә рабийә қадир ханимни тәклип қилиш пиланидин ваз кечишни рәт қилған иди.
Германийә баш министири ангела меркил ханим алдинқи күни хитайниң муавин дөләт рәиси ши җинпиңниң қатнишишидики йәрмәнкиниң ечилиш мурасимида сөз қилип, "сөз вә пикир әркинликигә һөрмәт қилиш"ниң муһимлиқини тәкитлигән. Рабийә ханим җүмә күни германийә долқуни радиосиниң бониндики мәркизини зиярәт қилип, бу йәрдә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзгән.
У йиғинда хәлқара җәмийәтни "5 - июл вәқәси" үстидин тәкшүрүш елип беришқа йәнә бир қетим чақирип, хитай һөкүмити өлүм җазасиға һөкүм қилған уйғурларниң гунаһсиз тинч намайишчилар икәнликини, лекин уйғур мәсилисиниң ахириқи һесабта сөһбәт билән тинч һәл болидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүргән.
Бу рабийә ханимниң франкфорт китаб йәрмәнкисигә тунҗи қетим қатнишиши болуп, у түнүгүн германийигә йетип кәлгән иди.