Рим папаси хитайға әркинлик, сүрийигә тинчлиқ тилиди
Рим папаси бенидикт 16 сәйшәнбә күнидики роҗистива дуасисда хитайға әркинлик, сүрийигә тинчлиқ тилиди. Нюйорк вақти гезитиниң бүгүнки хәвиридә йезилишичә, бу йил 85 яшқа киргән рим папаси бенидикт петер басилика черкавиниң балконида туруп роҗистива дуаси бәргинидә, мәйдандики 40 миң киши униң “әң қийин мәзгил, әң мушәққәтлик әһвалдиму, пүтүн дуня үмидвар болуши керәк. Тоқунуш давамлишиватқан сүрийә вә зораванлиқ йүз бериватқан җайларда уруш аяқлишип, тинчлиқниң әмәлгә ешиши үчүн дуа қилайли.” дегән сөзлирини аңлиған. Папа дуасида хитайни алаһидә тилға елип мундақ дегән: “хитайниң йеңи рәһбәрлири динниң дөләткә қошқан төһписигә һөрмәт қилиши керәк. Уларни сақлаватқан муқәддәс вәзипә достанә һәм муһәббәтлик җәмийәт қуруш.”
Рим папасиниң роҗистива дуаси бүгүн хәлқара хәвәрләрниң баш бетидин орун алди. Әнгилийә б б с агентлиқи “рим папаси роҗистива байримида хитай рәһбәрлирини динға һөрмәт қилишқа чақирди” дәп хәвәр бәргән. Хәвәрдә хитайда диний муритларға қаритилған бастурушниң барғанчә күчәйгәнлики илгири сүрүлүп, хитай һөкүмәт тәрәп хитайдики хрстиан муритини 5.7 Милйон дәп елан қилған болсиму, әмәлийәттә йәр асти христиан муритлириниң сани 12 милйонға йәткәнлики, хитай һөкүмитиниң болса қанунсиз диний паалийәтләргә зәрбә бериш намида динға етиқад қилғучиларға давамлиқ зиянкәшлик қиливатқанлиқи тәкитләнгән.