Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт баянатчиси роза тутушни чәкләштә кишиләрниң саламәтлики көздә тутулғанлиқини билдүргән
2012.08.03
У, бу сөзләрни җүмә күни шинхуа агентлиқиға қарашлиқ“йәр шари вақти гезити” гә бәргән баянатида тәкитлигән болуп, у: һөкүмәт хәлқни хизмәт вә өгинишни яхши қилиши үчүн яхши озуқлинишқа илһамландуриду, дегән. Бирақ ху хәнмин, һөкүмәтниң кишиләрни розида тамақ йейишкә мәҗбурлиғанлиқини рәт қилған.
Уйғур илидики бәзи шәһәр, наһийә вә йезилиқ һөкүмәтләрниң тор бекәтлиридә елан қилинған роза тутушни чәкләш һәққидики бәлгилимиләрдә партийиликләр, хизмәтчиләр, оқутқучи-оқуғучилар, дәм елишқа чиққан кадирларниң роза тутушини мәни қилип, кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә хәлқара ахбарат васитилириниң диққитини қозғиған иди.
Хитай даирилириниң мәзкур тәдбиригә қарита уйғурларни тәтқиқ қилидиған америкидики бәзи мутәхәссисләр пикир билдүрүп, уйғурларни дәһрийләштүрүш йолидики бу хил хата урунушниң әксичә үнүм беридиғанлиқини агаһландурған.
Калифорнийә помона институтиниң инсаншунаслиқ пәнлири профессори дру гладней бирләшмә агентлиқиға мәзкур мәсилә һәққидә сөһбәт елан қилип: бу“партийә уйғурларниң диний өрп-адитигә һөрмәт қилмайду” дәйдиған һессият пәйда қилип, уларниң партийигә болған техиму қаттиқ өчмәнликини қозғайду, дегән.
Уйғур америка бирләшмиси болса, хитайниң йеқиндин буян уйғурларға диний чәклимини күчәйтиши шәрқий түркистанда илгириләп муқимсизлиқ пәйда қилишидин әндишә қиливатқанлиқини агаһландурған.
Мәзкур тәшкилат пәйшәнбә күни елан қилған баянатида, хитайниң сиясити униң ички қануни вә хәлқара қанунларға хилап икәнликини илгири сүргән. Лекин баянатчи ху хәнмин, һөкүмәтниң уйғур мусулманлирини бастуруш һәрикитини ақлап: диний әсәбийлик зораванлиқ вә террорлуқ билән зич мунасивәтлик. Шуңа диний әсәбийликни бастуруш бизниң асаслиқ вәзипилиримизниң бири, дәп тәкитлигән.