Русийә 160 нәпәр генерал вә полковникни вәзиписидин бошатти

Русийә армийиси қоманданлиқ штаби йеқинда һәрбий буйруқни иҗра қилиштин баш тартқан 160 нәпәр генерал вә полковникни вәзиписидин бошитишни қарар қилған.
Мухбиримиз үмидвар
2011.09.18

Русийиниң “лента.Ру” учур ториниң хәвәр қилишичә, мәзкур генераллар баш қоманданлиқ штабиниң уларни москвадин айрилип, һәр қайси җайларда вәзипә өтәш буйруқини иҗра қилишни халимай, москвадин кетишни рәт қилған.

Мәзкур генераллар вә полковниклар русийә армийиси баш қоманданлиқ штаби, дөләт мудапиә министирлиқи қатарлиқ җайларда түрлүк хизмәт вәзипилирини өтәватқанлар болуп, әнә шуларниң қатарида русийә қуруқлуқ армийисиниң биринчи муавин баш қомандани генерал сергей скоков, русийә радио-електрон қисимлириниң қомандани генерал майор олег иванов шуниңдәк йәнә баш қоманданлиқ штабиниң муавин башлиқи генерал лейтинант андрей третяка қатарлиқ алий дәриҗилик қоманданлар бар икән.

Хәвәрләрдин мәлум болушичә, нөвәттә русийә һәрбий ислаһатни күчәйтиватқан болуп, һәрбий хадимларниң санини қисқартип, маашлиқ кәспий әскәрләрни көпәйтиш, һәрбий районларни “ғәрб”, “шәрқ”, “мәркәз” вә “җәнуб” тин ибарәт төт истратегийилик қоманданлиқ нуқтисиға алмаштурушни қарар қилған.

Шу сәвәбтин москвадики мәркизий һәрбий органлардики бу юқири дәриҗилик офитсерлар һәр қайси җайлардики қоманданлиқ орунлириға йөткәш қарар қилинған иди.
Бу русийиниң йеқинқи һәрбий тарихидики бир қетимлиқ кәң көләмлик иштин бошитиш болуп һесаблинидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.