Русийә тәрәп хитайниң икки дөләт арисидики дәря чегра линийилирини өзгәрткәнликигә нарази болмақта

Русийә мәтбуатлириниң йезишичә, русийә тәрәп хабаровски шәһиригә йеқин уссури дәряси билән амур дәряси тутишидиған җайдики хитай билән чегра пасили айрилидиған җайларда хитай тәрәпниң дәря саһилини қезиш арқилиқ дәря йолини өзгәртиш усули билән бир қисим тупрақларға игә болуватқанлиқини әйиблигән.
Мухбиримиз үмидвар
2011.05.08
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Бу һәқтә америка авазиму тәпсилий хәвәр елан қилған болуп, хәвәрдә көрситилишичә,русийә тәрәп музлар еришкә башлиғандин кейин хитайниң патқақ қезиш машинилирини ишқа селип, уссури дәрясиниң русийигә йеқин чегра пасиллирида қезиш елип бериш арқилиқ дәря йолини өзгәрткәнликини сәзгән.

Әмәлийәттә, хитай тәрәп уссури дәрясини қезишни русийә тәрәпниң қошулушидин өткүзмигән әһвалда елип барған болуп, бу арқилиқ уссури дәрясиниң хитай тәрәптики қирғиқи техиму кеңийип, дәря йүзиниң хитайға тәвә қисми техиму чоңийидикән.

Бундақ қилиш икки тәрәп арисидики келишимгә хилап болғанлиқи үчүн русийә тәрәп хитайдин бу қилмишини тохтитишни тәләп қилған.

Бирақ, йәнә бир қисим русийиликләр русийиниңму шундақ қилғанлиқи, әмәлийәттә дәря саһилини қезишниң чегра пасилиға тәсир көрсәтмәйдиғанлиқини оттуриға қойған.

Хабаровски шәһири йениға җайлашқан уссури вә амур дәрясиға тутишидиған җайлардики чегра пасилидики икки арал сабиқ президент путин тәрипидин хитайға бериветилгән болуп, хитай тәрәпниң чеграсиниң хабаровски шәһири билән болған арилиқи интайин йеқин вәзийәт шәкилләнгәндин кейин йирақ шәрқ районидики аһалиләр арисида путинға қарши наразилиқлар күчийип кәткән иди.

1969-Йилидики совет иттипақи билән хитай арисидики җенбавдав йәни, даманск арили уруши әнә шу уссури дәряси районида йүз бәргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.