Русийә, өзбекистандики 'совет армийиси хатирә мунари' ниң елип ташланғанлиқиға нарази болди
Мухбиримиз вәли
2010.01.20
2010.01.20
Хәвәрдә ейтилишичә, өзбекистанда 1973 - йили бина қилинған 'совет армийиси хатирә мунари,' әмәлийәттә 2009 - йили 11 - айдила елип ташлинип, униң орниға 'өзбекистан вәтән қоғдиғучилири хатирә мунари' ясилишқа башлиған иди. Әмма әйни вақитта 'ремонт қилиниватиду' дәп җакарлиғачқа, бу русийиниң наразилиқини қозғимиған иди.