Русийә соти бир хитай пуқрасини гөрүгә еливалған қарар гуруһ устидин һөкүм елан қилди
Русийидики бир сот мәһкимиси түнүгүн бир хитай пуқрасини гөрүгә еливалған хәлқаралиқ бир қара гуруһ өстидин һөкүм елан қилған. Қара гуруһ әзалири русийә, молдивийә вә хитай вәтәндашлири болуп, улар бултур 4 - айда җяң хоңву исимлик бир хитай пуқрасини гөрүгә еливелип, униң хитайдики аилисидин пул тәләп қилған. Икки тәрәпниң келишими бойичә, горүгә елинғучиниң аилиси 15миң доллар пулни қара гуруһқа тапшуруш үчүн русийигә кәлгән. Дәл пул тапшуридиған пәйттә, русийә сақчилири нәқ мәйданға йетип келип қара гуруһ әазасини қолға алған.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2010-07-27
Сот қара гуруһниң икки нәпәр хитай әзасиға 12 вә 13 йиллиқ қамақ җазаси бәргән. Қара гуруһниң рус вә молдивийилик әзалириға 6 вә 8 йиллиқ қамақ җазаси бәргән. Делониң җәрянидин қариғанда, вәқәгә русийәдики хитай әлчиханисиниң йеқиндин арилашқанлиқи мәлум болмақта. Һазирға қәдәр оттура асия дөләтлиридә уйғур содигәрләрниң гөрүгә елиниш вәқәси көп қетим йүз бәргән. Әмма буларниң һеч биригә хитай әлчиханилири арилашмиған иди.