Москвада қазақ вә русларниң хитайға қарши намайиши болди
2012.06.03
Бу намайишни коммунистлар, ишчилар тәшкилатлири һәм өктичиләр уюштурған болуп, намайишқа руслар вә қазақлар қатнашқан. Улар хитайниң һазир қазақистан җамаити арисидики абройиниң еғир дәриҗидә чүшиватқанлиқини, он нәччә кишиниң өлүшигә сәвәб болған җанаөзән вәқәсиниң хитай тәрәп билән мунасивәтлик икәнликини көрсәткән.
Америка авазиниң йезишичә, намайишни тәшкиллигәнләрниң бири, өктичиләрдин қурманоф, нөвәттә хитайниң қазақистан нефит саһәсини контрол қилғанлиқи, хитай ширкәтлириниң хитай вә қазақистан ишчилири һәм техник хадимлириға охшимиған муамилә қоллиниватқанлиқини, хитайниң қазақистанлиқларғиму хитайларға охшаш муамилә қоллиниши лазимлиқини тәкитлигән.
Намайишни тәшкиллигән қазақ коммунист рәһбәрлиридин бири хитайниң һазир қазақистан ишчилириға йүргүзүватқан қилмишлири һәм башқа әһвалларға асасән хитайни коммунист дөлити дейишкә болмайдиғанлиқини тәкитлигән.