Русийә ташқи ишлар министири әсәд мәсилисини муһакимә қилмайдиғанлиқини билдүрди
Русийә ташқи ишлар министирликиниң ашкарилишичә, лавроф “әсәдәниң тәқдири мәсилиси һәққидә русийә һечқандақ сөһбәт елип бармайду” дәп көрсәткән.
Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә лавроф, “әсәдниң тәқдири мәсилиси әмәс, бәлки сурийидики тоқунушни қандақ һәл қилиш мәсилисини муһакимә қилиш керәк” дәп тәкитлигән. Әмма, русийә хитай билән бирлишип, б д т ниң сүрийә мәсилиси һәққидә қарар чиқиришини тосуп кәлгән иди.
Әмма, көзәткүчиләр йеқиндин буян русийиниң сүрийә мәсилисидики мәйданида өзгириш болғанлиқини пәрәз қилишмақта. 3 - Декабир күни президент путин истанбулда тайип әрдоған билән көрүшкәндә “русийә сүрийиниң адвокати әмәс” дәп җакарлап, русийиниң әсәд һөкүмитини қоллайдиғанлиқи һәққидики қарашларни рәт қилған иди.