Хитай русийидин тутуп қелинған белиқчилирини қоюп беришни тәләп қилди
2012.07.20
Шинхуа ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай муавин ташқи ишлар министири чен гопиң пәйшәнбә күни русийиниң бейҗиңда турушлуқ дипломатик әмәлдарини чақиртип, русийә чегра қоғдаш қисимлириниң хитай белиқчи кемисини топқа тутуп, белиқчилирини тутуп қалғанлиқ вәқәсигә қарита“қаттиқ мәмнунийәтсизлики” ни ипадилигән.
Хитайниң хабаровески шәһиридә турушлуқ консулханисиниң тор бекитидә елан қилинған бу һәқтики баянатта көрситилишичә, русийә даирилири қанунсиз белиқ тутқан хитай белиқчилирини тутуп қелип, находка портиға елип барған.
Русийә ахбарат васитилириниң ашкарилишичә, сәйшәнбә күни русийә су тәвәликигә кирип, қанунсиз белиқ тутқан хитай белиқчилири русийә чегра қоғдаш қисимлириға қаршилиқ қилғандин кейин, русийә тәрәп белиқчиларни топқа тутқан.
Шинхуа агентлиқи русийә қисимлириниң 19 кишилик йәнә бир хитай белиқчилар кемисиниму тутуп қалғанлиқини билдүрди. Чен гопиң, русийә дипломатик әмәлдариға хитай белиқчилирини тез арида қоюп беришни тәләп қилған. Русийә дипломатик әмәлдари болса русийиниң вәқәни тәкшүрүватқанлиқи, мумкин бар тез арида хитай тәрәпкә учур беридиғанлиқини билдүргән.