Русийә йирақ шәрқ территорийисигә тәһдит шәкилләндүргән хитайни йошурун шәкилдә агаһландурди
2012.08.13
Шуңа медвидевниң сөзлири хитайға қарита йошурун бир агаһландуруш дәп қаралмақта.
Ройтирсниң бүгүнки бу һәқтики хәвиридә баян қилинишичә, медвидев шу қетимқи сөзидә йәнә “территорийимиздә сәлбий һадисиләргә йәни чәтәл көчмәнлириниң ямрап кетишигә йол қоймаслиқимиз лазим” дегән. Байқал көли билән сибирийә вә тинч окян арисидики җайлар русийиниң йирақ шәрқ территорийиси дәп атилиду. Мәлум болушичә, йеқинқи йиллардин бери бу җайларға хитайниң көктатчилири вә қурулуш ишчилири көп санда сиңип киргән болуп, бу мәзкур райондики виладивосток қатарлиқ шәһәрләрдә хитайчә вивискиларниң көпийишигә сәвәб болған.
Русийиниң 2010-йилдики нопус статистикисида мәзкур шәһәрдики русларниң нопуси 594 миңдин 592 миңға чүшүп қалған. Русийә йирақ шәрқ территорийисини хитайниң һәрхил хәвпидин мудапиә қилиш үчүн, бир тәрәптин мәзкур территорийисидики һәрбий күчини ашурушни, йәнә бир тәрәптин болса, русийиниң башқа җайлиридин нопус йөткәшни ойлашмақта.