Русийә - хитай деңиз армийисиниң бирләшмә маневири башланди
Мухбиримиз үмидвар
2012.04.22
2012.04.22
Франсийә агентлиқиниң йезишичә, мәзкур бирләшмә маневирға русийә өзиниң йәттә илғар уруш парахотини әвәткән болуп, буниң ичидә окян чарлиғучи парахот вә үч данә чоң типтики су асти парахотиға зәрбә бериш парахоти бар икән. Хитай тәрәп шималий деңиз, җәнубий деңиз вә шәрқий деңиз пилотлириниң 4 данә парахоти, деңиз армийисиниң алаһидә қисими болуп, 4 миң әтрапида офитсер вә әскирини қатнаштурған.
Бу русийә билән хитайниң бирләшмә һәрбий маневирлири йолға қоюлған йиллардин буянқи тунҗи қетимлиқ бирләшмә деңиз армийә маневири болуп һесаблинидикән.
Хитай вә русийә тәрәп мәзкур маневирниң үчинчи бир дөләткә қаритилмиғанлиқини җакарлиған болсиму, әмма униң йәнила америкиниң тинч окян районидики күнсайин ешиватқан һәрбий тәсиригә тақабил турушни мәқсәт қилған дәп тәһлил қилинмақта.