Русийидә кәң көләмлик намайиш йүз бәрди
Мухбиримиз үмидвар
2010.08.01
2010.08.01
Русийиниң " невсру" учур торида хәвәр қилинишичә, москвадики триумфалнҗй мәйдани өткүзүлгән намайишқа русийә өктичилиридин борис немсоф қатарлиқлар йетәкчилик қилған болуп, 1500 дин артуқ адәм қатнашқан. Намайиш сақчиларниң тарқитиветишиға дуч кәлгән болуп, өктичи сиясийон борис немсоф, сол қанатлар фронтиниң рәһбири конистантин косийикин қатарлиқ 70 тин артуқ адәм тутқун қилинған, бирақ, америкиниң снн телевизийиси болса, кәм дегәндә 135 адәмниң қолға елинғанлиқи, намайишниң русийиниң 10 нәччә шәһиридә йүз бәргәнликини хәвәр қилди. Бирақ, өктичиләр бундақ намайишиң охшаш бир күндә русийиниң 40 шәһиридә елип берилғанлиқини билдүрүшкән.
Бир қисим өктичиләр һәтта баш министир владимир путинни истипаға чақирған болуп, бундақ чақириқ илгирики намайишлардиму тәкрарланған иди.