Русийидә коммунистлар кәң көләмдә намайиш елип барди
Мухбиримиз үмидвар
2010.01.24
2010.01.24
Русийә мәтбуатлириниң учурлиридин мәлум болушичә, намайишчилар русийә компартийисиниң қизил байрақлирини вә пилакатларни көтүрүп намайиш өткүзгән болуп, улар асаслиқи һөкүмәтниң йеқиндин буян қатнаш, давалиниш, йемәк - ичмәк вә башқа саһәләр бойичә мал - баһасини өстүргәнликидин нарази болған.
Русийә коммунистлири йәнә һөкүмәттики чириклик вә парихорлуқниму тәнқид қилған.
Нөвәттә, коммунистик партийә русийә парламентидики асаслиқ партийиләрниң бири болуп, билдүрүшләргә қариғанда, уларниң мутләқ коп сандики қоллиғучилири йәнә шу сабиқ совет иттипақиниң коммунистлири, болупму чоң яштикиләр, пенсийигә чиққанлар икән. Чоң яштики бу әвлад совет иттипақиниң әвзәлликлирини сеғинип, компартийини қоллайдикән һәм намайишларниң актип қатнашқучилири икән.