Русийидә икки адәм хитайға җасуслуқ қилиш билән қолға елинди

Росийә даирилири бүгүн икки пуқрасини хитайға ишпийонлуқ қилиш билән қолға алди. Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, сятослов бобишев вә йевгений афанасйев исимлик бу иккийлән сан петерсборгтики вонмех университети ракета вә аләм кемиси тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчилири болуп, бу университетниң росийә һәрбий саһәси билән қоюқ алақиси бар икән.
Мухбиримиз ирадә
2010.09.23

Мәлум болушичә, бу икки профессор әйни вақитта университетлар арисидики алмаштуруш программиси бойичә хитайниң харбин шәһиридики техника университетида турған икән.

Росийә бихәтәрлик даирилири уларни "дөләткә асийлиқ қилип, җасуслуқ қилиш" җинайити билән қолға алған. Һазир бу икки тәтқиқатчи росийә федератсийә хәвпсизлик идарисиниң түрмиси - лефортово түрмисидә тәкшүрүлмәктә.

Хәвәрдә баян қилинишичә, вәқә вонмех университетида зор тәсир пәйда қилған. Университет даирилири бу һәқтә мухбирларниң соалиға җаваб беришни рәт қилған. Росийә сақчи даирилири һазир бу иккийлән үстидә тәкшүрүш елип бериватқан болуп, әгәр уларниң җинайити дәлилләнсә, улар 20 йилғичә болған қамақ җазасиға һөкүм қилиниши мумкин икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.