Җаң чүншйәнниң сақал-бурут әркинлики уқтуруши поскамға йетип баралмиған

Поскам наһийилик қатнаш бекити бултур 9-айниң 28-күни мәхсус уқтуруш чиқирип узун сақал қойғанларниң вә ропаш аялларниң бекәткә киришигә вә аптомобилға олтурушиға йол қоюлмайдиғанлиқини елан қилған иди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2013.02.11

Уқтурушниң рәсимлик көрүнүши бирқанчә күндин бери муһаҗирәттики уйғурларниң фәйс бөк қатарлиқ иҗтимаий алақә васитилиридә көчүрүлүп тарқалмақта. Рәсимдики уқтуруштин мәлум болушичә, мәзкур бекәт бу уқтурушни наһийилик парткомниң алақидар һөҗҗитигә асасән чиқарған. Гәрчә бу түрдики уқтурушлар бундин илгириму көп қетим байқилип, уйғур вә хәлқара тәшкилатлириниң тәнқидигә учриған болсиму, уйғурбиз ториниң бу һәқтики бир хәвиридә баян қилинишичә, уйғур райониниң партком секретари җаң чүншйән, бултур мәхсус һөҗҗәт чүшүрүп сақал-бурут вә ропаш чәклимисини бикар қилишни буйруған.

Поскам наһийисидә мәзкур чәклиминиң техи һазирғичә давам қиливатқанлиқи, җаң чүншйәнниң сақал-бурут әркинлики һәққидә һөҗҗәт чүшүргәнликиниң растлиқи һәққидә гуман пәйда қилса, йәнә җаң чүншйәнниң мәзкур һөҗҗитиниң төвәндә етибарға елинмиғанлиқиму тәхмин қилинмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.