Сақчи ғулҗида өйигә кәлгән меһманни тизимға алдурмиған аилигә җәриманә қойған

Йеқинда сақчилар ғулҗа дөң мәһәллидә олтурушлуқ бир аилигә, атуштин меһман болуп келип қонуп қалған бир тиҗарәтчини сақчиға келип тизимға алдурмиған, дегән сәвәб билән җәриманә қойған.
Мухбиримиз әркин
2012.12.31

Д у қ ниң илгири сүрүшичә, бу вәқә хитайниң йеңи йил мунасивити билән уйғурларға қарита тәкшүрүш, чарлаш, тәқиб қилиш вә ахтуруш қатарлиқ аталмиш аманлиқ тәдбирлирини қаттиқ күчәйткәнликигә бағлинишлиқ. Д у қ баянатчиси дилшат ришит, мәзкур вәқәниң буниңдин икки һәптә аввал йүз бәргәнликини билдүргән болсиму, бирақ у бихәтәрликни көздә тутуп, җәриманә қоюлған аилә вә атушлуқ меһманниң исмини ашкарилимайдиғанлиқини билдүрди.

Дилшат ришитниң қәйт қилишичә, хитай һөкүмити җәнуб вә шималда бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтип, хотән, қәшқәр, ақсу, корла, ғулҗа қатарлиқ җайлардин үрүмчигә маңған вә үрүмчидин юқириқи юртларға қатнайдиған аптобус, аптомобилларни, йолучи, меһманханиларни тәкшүрүшни йолға қойған. Җәнубтики йеза, кәнтләрниң кириш-чиқиш еғизлирида қурулған тәкшүрүш понкитлиридики адәм сани көпәйтилгән.

Дилшат ришит, уйғурларниң аптомобиллириниң тохтитилип, орундуқлириниң тәкшүрүватқанлиқини, буниң, аптоном районлуқ парткомниң йеқинда чиқарған йеңи йил вә чағанлиқ зәрбә беришни күчәйтиш тоғрисидики йолйоруқиға асас елип бериватқанлиқини билдүрди. Хитай һөкүмити һәр йили дөләт байрими, йеңи йил, чаған вә һейт-айәмләрдә уйғурлар ичидики сиясий җәһәттин гуманлиқ дәп қаралған кишиләрни бастурушни адәт қиливалған. Бирақ униң бу һәрикити, кишилик һоқуқ органлири вә уйғур тәшкилатлириниң изчил тәнқидигә учрап кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.