Уйғур район даирилири алаһидә сақчи қисимлириниң һоқуқ даирисини кеңәйитти

Уйғур аптоном район даирилири алаһидә сақчи әтрәтлириниң һоқуқ даирисини кеңәйтип, бу әтрәтләргә қоманданлиқ қилиш һоқуқини аптоном райондин бивастә йәрликләргә чүшүрүп бәргән.
Мухбиримиз ирадә
2011.11.24

Тәңритағ хәвәрләр торидин ашкарилинишичә, аптоном районлуқ җамаәт хәвпсизлик назарити бундин кейин алаһидә бир вәзийәт болмиғанниң сиртида, алаһидә сақчи қисимлириға бивастә қоманданлиқ қилишниң орниға пәқәт уни тәшкилләп, омумий җәһәттин башқуридикән. Йәрликтә қурулған алаһидә сақчи баш әтрити болса бирәр вәқә йүз бәргәндә өз алдиға қарар чиқириш һоқуқиға игә болидикән. Бу қетимлиқ тәңшәштә асасий күч үрүмчи шәһиригә қаритилған болуп, аптоном районлуқ җамаәт хәпсизлик назарити тармиқидики 1000 нәпәр алаһидә сақчи пәйшәнбә күни мурасим билән үрүмчи шәһәрлик җамаәт хәпсзлик идарисиниң бивастә башқурушиға өткүзүп берилгән.

Үрүмчи шәһәрлик парткомниң секритари җу хәйлун мурасимда қилған сөзидә буниң сәвәбини, үрүмчи шәһириниң муқимлиқ асасиниң йәнила аҗиз болуши вә вәзийәтниң йәнила җиддийлики, дәп көрсәткән. У бу қетим үрүмчи шәһиригә өткүзүп берилгән алаһидә сақчи қисимлириниң туюқсиз вәқәләргә вақтида зәрбә берип, террорлуққа қарши туруш иқтидарини ашуруп, муқимлиққа қаттиқ капаләтлик қилишини тәләп қилған.

Уйғур ели вәзийитини көзәткүчиләр болса, юқиридики әһвални хитай һөкүмитиниң уйғур елидә бастуруш вә сотсиз һөкүм қилмишлириниң салмиқини техиму ашуридиғанлиқиниң бишарити, дәп көрсәтмәктә. Илгири кишилик һоқуқ органлири хитай һөкүмитиниң террорлуққа қарши турушни баһанә қилип туруп, уйғурларни қалаймиқан бастуруватқанлиқини, адил сот тәртиписиз һөкүм иҗра қиливатқанлиқини көп қетим доклат қилип, хитай һөкүмитини тәнқид қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.