Сәуди әрәбистан хәлқара пул - муамилә фондиға ярдәм беришкә қошулди
Мухбиримиз үмидвар
2008.11.02
2008.11.02
Әнгилийә б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, сәуди әрәбистан падишаһи өз дөлитиниң хәлқара пул - муамилә фондиниң қутулдуруш пилани үчүн пул чиқирип ярдәм беридиғанлиқи һәмдә 11 - айниң оттурилирида вашингтонда өткүзүлидиған дуня иқтисадий кризисни һәл қилиш мәсилисигә аит алий рәһбәрләр йиғиниға қатнишидиғанлиқини билдүргән.
Хәвәрләрдә көрситилишичә, бровн барлиқ нефит ишләйдиған әрәб дөләтлирини кризисни һәл қилишқа һәссә қошушқа дәвәт қилған.