Сәуди әрәбистан шаһзадиси сауд бүгүн лондонда муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинди

'Хуффиңтон пост' гезитиниң баян қилишичә, сәуди әрәбистан шаһзадиси сауд абдуләзиз бин насир әл сауд бүгүн лондонда, бандар абдуләзиз исимлик малийини харлап уруп өлтүргән дегән җинайи нам билән әйиблинип, муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинди.
Мухбиримиз вәли
2010.10.20

Сотта, сәуди шаһзадиси малийини 'мәқсәтлик һалда учтумтут һуҗум қилған иди' дегән, әмма уни уруп өлтүргәнликидин танмиған. Сәуди шаһзадисиниң адвокати бу шаһзадә билән малайниң мунасивитини 'бәччивазлиқ мунасивәт' дәп чүшәндүргән. Сотчи җустис дийен 'адәм өлтүргән яки өлтүрмигәнликигә қарилиду' дәп җакарлиған.

Хәвәрдә ейтилишичә, сәуди шаһзадиси лондондики бир алий қавақханиниң ток шотисида, малийини қайта - қайта қаттиқ урғанлиқиниң пүтүн җәряни меһманханиниң бихәтәрлик фото апаратлириға чүшүп қелип, аллиқачан интернеттә тарқилип болған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.