Шинзу абе: японийә сенкаку арилиниң игилик һоқуқини мурәссә қилмайду

Японийә баш министири шинзу абе җүмә күни мухбирларға сөһбәт елан қилип, сенкаку арилиниң игилик һоқуқ мәсилисидә мурәссә қилмайдиғанлиқи, хитайниң территорийә җәһәттики ихтилапни баһанә қилип, японийигә қарши зораванлиқ вәқәлиригә йол қоюшиниң хата икәнликини билдүргән.
Мухбиримиз әркин
2013.01.11

Шинзу абе: хәлқара җәмийәттә мәсулийәтни үстигә алған хитайдәк бир дөләтниң сиясий мәқсәтни чиқиш қилип, хитай иқтисадиға һәссә қошуватқан японийә карханилирини зиянға учритиши вә японийә вәтәндашлириға бузғунчилиқ қилиши бир хаталиқ, дәп көрсәткән.

Шинзу абе, бу хил һәрикәт икки дөләт мунасивитигә бузғунчилиқ қилипла қалмайдиғанлиқи, униң хитай иқтисадиғиму тәсир көрситидиғанлиқини агаһландуруп, “ортақ истратегийилик мәнпәәт асасиға қурулған мунасивәт өз-ара һөрмәтни тәләп қилиду. Мән ортақ истратегийилик мәнпәәт асасиға қурулған бу хил мунасивәтни әслигә кәлтүрүшни халаймән” дегән.

У, японийиниң сенкаку арилиға болған игилик һоқуқи үстидә мурәссә қилмайдиғанлиқини билдүрүп, деңиз вә тупрақ тәвәликимизни қоғдаш ирадимиздә һечқандақ өзгириш болмайду, дегән.

Бирақ хитай шинзу абениң тәнқидини рәт қилған. Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси хоң лей күндилик ахбарат елан қилиш йиғинида шинзу абениң сөзигә җаваб қайтуруп, җуңго-японийә мунасивитидики һазирқи қийинчилиқни пүтүнләй японийә тәрәп кәлтүрүп чиқарған. Биз японийә тәрәпниң реаллиққа йүзлинишини, сәмимийитини көрситип, алақидар мәсилиләрниң мувапиқ һәл қилинишиға конкрет тиришчанлиқ көрситишини тәләп қилимиз, дәп тәкитлигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.