Хәлқара пул муамилә фондиниң башлиқи раҗад хитай вә японийини араллар талаш-тартишини тезликтә һәл қилишқа чақирди
2012.10.11
Раҗад ханим пәйшәнбә күни баянат елан қилип, шәрқий җәнуби асия райониниң иқтисади тәрәққияти пүткүл дуняниң иқтисади тәрәққиятида муһим икәнликини тәкитләп, йеқиндин буян барғанчә кәскинлишиватқан хитай билән японийә оттурисидики сенкаку араллириниң игилик һоқуқи мәсилисиниң бу икки дөләт иқтисадиғила әкс тәсир көрситип қалмастин, бәлки дуня иқтисадидиму чекиниш пәйда қилиши мумкинликини билдүрди.
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, раҗад ханим йәнә бу қетим хәлқара пул муамилә фондиниң йиғиниға кәлмигән хитай малийә министири шие җию билән хитай мәркизи банкисиниң башлиқи җу шявчүәнни әйибләп “улар дуня иқтисади һәққидә муназирә қилидиған муһим пурсәтни қачуруп қойди” дегән. Раҗад ханим йәнә агаһландуруп, сенкаку араллири мәсилисидики талаш-тартиш тезликтә һәл қилинмиса, бу сәвәбтин хитай иқтисадиниң техиму зор зиянға учриши мумкинликини илгири сүргән.
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, сенкаку араллириниң игилик һоқуқи мәсилисидики талаш-тартишлар күчәйгәндин буян, японийә билән хитай оттурисидики мунасивәт җиддийлишип, икки дөләт оттурисидики сода мунасивитидиму зор чекиниш болған.