Америка сенкаку арили мәсилисидә японийини қоллайдиғанлиқини ашкарилиди
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.12.03
2012.12.03
Қарар лайиһисидә америкиниң йәнә сенкаку арили һәққидики талаш-тартишниң зораванлиқ йол билән һәл болушиға қарши икәнлики билдүрүлгән.
Японийини америкиниң тинч окяндики йеқин вә қәдимий иттипақдиши дәп тәрипләнгән қарар лайиһисидә, японийә һуҗумға учриған әһвалда, икки тәрәп арисида түзүлгән илгирики иттипақдашлиқ әһдинамиси бойичә, америкиниң японийини қоғдайдиғанлиқини тәкитләнгән.
Мәзкур хәвәр өткән шәнбә күни америка авази радиоси тәрипидин хәвәр қилинғандин кейин, бүгүн хитай ташқи ишлар баянатчиси хоңлей мәзкур қарарға наразилиқ билдүргән. У баянатида, америкини талаш-тартиштики араллар мәсилисидә тәрәпсизлик вәдисидә турмиди, дәп әйиблигән.