Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати баш министирлар йиғини ечилди

5 - Декабир күни шаңхәй һәмкарлиқиға әза мәмликәтләр баш министирлириниң 11 - қетимлиқ йиғини қирғизистан пайтәхти бишкәктә болуп өтти. Мәтбуатларниң ашкарилишичә, бу қетимқи йиғинниң асаслиқи темиси шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң өзиниң банкиси вә тәрәққият фондини қуруш һәққидә қарар елиш болди.
Мухбиримиз үмидвар
2012.12.06


Русийә учур агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу қетимқи йиғинға қирғизистан һөкүмити саһибханлиқ қилған болуп, йиғин риясәтчиликини қирғизистан баш министири җантөрә сатибалдийеф атқурди. 5 - Декабир пәқәт бир күн ечилған мәзкур йиғинда алди билән қазақистан баш министири серик әхмәтоф сөз қилғандин кейин, хитай баш министири вен җябав сөз қилип, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң иқтисадий һәмкарлиқларни кеңәйтиш, йәрлик банкилар арисидики һәмкарлиқларни кеңәйтиш шуниңдәк тәрәққият банкиси қуруш қатарлиқ тәшәббусларни оттуриға қойди.

Пәрғанә учур ториниң йезишичә, йиғинда һәр қайси әза дөләтләрниң баш министирлири өзлири диққәт қилған вә яки өз дөләтлири еһтияҗ һес қилған нуқтидин пикир баян қилған болуп, русийә баш министири дмитрий медведев хитай баш министири билән охшимайдиған нуқтидин чиқиш қилип пикир баян қилған һәмдә хәвпсизликни қоғдашни алаһидә тәкитлигән.

Йиғин хуласиси сүпитидә әза дөләтләр баш министирлири шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң 2013 - йиллиқ хамчотини имзалиди һәмдә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң бирләшмә тәрәққият фонди билән тәрәққият банкисини қуруш һәққидики қарарға имза қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.