Хитай уйғур елида шәһәрләрниң миллий қияпитини бузуш қилмишиға йеңи исим қойди

Хитай һөкүмити йеқинқи йиллардин бери қәшқәр қатарлиқ қәдимий шәһәрләрдә түрлүк қурулуш пиланлирини йолға қоюп, шәһәрдики қәдимий коча вә қора - җайларни бузуп ташлиған. Муһаҗирәттики уйғур тәшкилатлири, хитайниң бу қилмишини мәқсәтлик һалда шәһәрниң миллий қияпитигә бузғунчилиқ қилиш дәп әйибләп кәлгән.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2010.07.13

Хәлқара җамаәтму, қәшқәр шәһәр кочилириниң бузулушини бир мәдәнийәтниң бузғунчилиққа учриши дәп қариған, бәзи гуруппилар " қәшқәрни қоғдап қалайли" намлиқ аммивий һәрикәт башлап, хитай һөкүмитини бузғунчилиқтин тосушқа тиришқан.

Шинҗаң хәвәр торидин мәлум болушичә, хитайниң уйғур районлуқ һөкүмити 8 - июл күни йиғин ечип, мәзкур бузғунчилиқ қилмишиға йеңи исим қойған. Йәни " шинҗаңниң йеңи шәкилдики шәһәр қурулушини тәрәққий қилдуруш лайиһиси " ни оттуриға қойған. Районлуқ һөкүмәт пилан комитети бу лайиһини әмәлийләштүрүш үчүн, комитетқа хадим копәйтидиғанлиқини елан қилған. Йиғинда нур бәкри сөз қилип, мәзкур лайиһини йеңи дәвәргә вә тәрәққиятқа маслишиш дәп мәдһийилигән. Вә бу лайиһини әмәлийләштүрүш үчүн кишиләрниң йеңи аңға саһип болуши керәкликини билдүргән. Нур бәкри уйғур районида қош тил маарипиниң әмәлийлишишидә әң актип рол елип кәлгән. Әмдиликтә, шәһәрләрниң миллий қияпитиниң бузулушидиму башламчилиқта алдида маңидиғанлиқи мәлум болмақта.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.