Җяңсуда ши җинпиңниң чирикликкә қарши туруш чақириқини қоллап өткүзүлгән намайиш сақчилар тәрипидин тарқитиветилгән
2013.01.28
Қоллирида лозункиларни көтүрүшкән намайишчилар, ши җинпиңниң чирикликкә қарши турғанда йолвасқиму, чивингиму охшаш зәрбә бериш шоариға алқиш яғдурған. Намайишчилар вуйи шәһәрлик һөкүмәттин ши җинпиңниң чақириқиға әмәл қилип шәһәрдики зораван сақчиларни вә чирик әмәлдарларни җазалашни тәләп қилған.
Намайишчилар йәнә һөкүмәтниң амминиң әрз-шикайәтлиригә йол қоюп, җәмийәттә иҗтимаий адаләтниң шәкиллинишигә капаләтлик қилишини тәләп қилған.
Радиомиз хитайчә бөлүминиң бүгүнки бу һәқтики хәвиридә баян қилинишичә, намайишта гәрчә хитай компартийиси 18-қурултийиниң роһини иҗра қилиш тәләп қилинған болсиму, намайишчиларниң сани вә намайишниң җиддий кәйпияти хитай сақчилирини сарасимигә салған.
Ахирида сақчилар намайишчиларни тарқап кетишкә буйруған вә қоллиридики лозункиларни йиғивалған, нәтиҗидә бир қисим намайишчилар билән сақчилар арисида маҗира йүз бәргән вә икки нәпәр намайишчи тутуп кетилгән.