Хитайда ши җинпиң дәври башланди
2012.11.15
Ши җинпиң хитай компартийисиниң баш секретарлиқини рәсмий тапшуруп алди. Кишиниң диққитини қозғайдиған йери, ши җинпиң охшаш вақитта йәнә һәрбий һоқуқниму қолиға алғанлиқи. Бу нуқтидин қариғанда, сабиқ хитай рәиси ху җинтав, диң шавпиң вә җяң земиндин пәрқлиқ һалда һәрбий һоқуқни дәрһал өткүзүп бәргән рәһбири болуп қалди.
Пәйшәнбә күни әтигәндә тизимлик рәсмий елан қилинғандин кейин, ши җинпиң вә ле кечяң қатарлиқ йеңи рәһбәрлик гурупписи мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзгән. Ши җинпиң пәйшәнбә күндики сөзидә: партийә ичидә түзитилиши керәк болған нурғун мәсилиләр бар, болупму чириклик, хәлқтин айрилип қелиш, бюкратлиқ түзитилиши керәк, дегән.
Ички қисимдики нурғун сиясий күрәшләрдин кейин бекитилгәнлики тәхмин қилиниватқан ши җинпиңниң қандақ сиясәт йүргүзидиғанлиқи көзәткүчиләр әң қизиқиватқан бир нуқта. Униң яш болуши, чәтәлләрдә турғанлиқи вә кишиләр арисида “сәмимий” дәп тонулушидәк амиллар униң пәрқлиқ бир лидер болушини арзу қиливатқанларни үмидләндүрсиму, әмма йәнә бәзи көзәткүчиләр, ши җинпиңниң өзи ялғуз түптин өзгириш қилалмайдиғанлиқини, буниң үчүн пүтүн системиниң өзгириши керәкликини билдүрмәктә.