Шималий корийә җәнубий корийигә тәһдит салди
2013.01.25
Шималий корийиниң“ вәтәнни тинч бирликкә кәлтүрүш комитети” тәрипидин елан қилинған баянатта йәнә, “сирттин кәлгән һәрқандақ иғвагәрчилик вә таҗавузчилиққа тақабил туридиғанлиқи, иккиләнмәй өч елиш һәрикити қоллинидиғанлиқи” ни билдүргән.
Б д т хәвпсизлик кеңиши сәйшәнбә күни қарар мақуллап, шималий корийиниң өткән йили 12-айда ракета қоюп бәргәнликини тәнқид қилған вә шималий корийигә ембарго қойған иди.
Лекин шималий корийә б д т ниң қарариға шиддәтлик инкас қайтуруп, ракета вә ядро қораллар синиқи елип баридиғанлиқини җакарлиған. Шундақла йәнә, америкиға ядро оқ беши орунлаштурулған ракета билән зәрбә бериш иқтидари барлиқини билдүргән.
Бирләшмә агентлиқиниң җүмә күни билдүрүшичә, шималий корийә ядро синиқи елип бериш тәйярлиқини асасән пүттүрүп болған.
Шималий корийә баянатида йәнә сеулға тәһдит селип, әгәр сеул шималий корийә ядро қораллар мәсилисидә давамлиқ америкиға қариғуларчә әгәшсә, 1992-йили имзаланған “корийә йерим арилини ядро қораллиридин хали қилиш тоғрисидики ортақ хитабнамә” ни бикар қилидиғанлиқини агаһландурған.