Шимали корийә хитайға давамлиқ ядро синиқи қилидиғанлиқини билдүргән
2013.02.15
Ройтерс агентлиқи хитай вә шималий корийә билән йеқин мунасивәт қилидиған әмәлдарларниң сөзини нәқил кәлтүрүп, шимали корийиниң ядро синиқи билән чәклинип қалмайдиғанлиқи, йәнә ракета синақ қилиш еһтималлиқи барлиқини илгири сүргән.
Шималий корийә 12-феврал өзиниң 3-қетимлиқ ядро синиқини елип берип, америка вә б д т ниң қаттиқ тәнқидигә учриған. Мәзкур хәвәрни ашкарилиған мәнбә йәнә, 4-қетимлиқ ядро синиқиниң күчи 3-қетимлиқ синақтин техиму қудрәтлик болидиғанлиқини билдүргән.
Ройтерс агентлиқиниң билдүрүшичә, җәнубий корийә шималниң 3-қетимлиқ ядро синиқиниң партлаш күчи 6-7 килотонниға тәң келидиғанлиқини елан қилған. У, 4-қетимлиқ ядро синиқиниң партлаш күчини 10 килотонниға йәткүзүши мумкин.
Шималий корийә 2006-йили вә 2009-йили өткүзгән икки қетимлиқ ядро синиқидин кейин, б д т хәвпсизлик кеңиши ембарго қарари мақуллап, униң ядро вә башқурулидиған бомба техникисини тәрәққий қилдурушини чәклигән иди.