Шималий корийә җәнубий корийигә һуҗум қилип икки әскәрни өлтүрди
2010.11.23
Һуҗумда йәнә 3 нәпәр пуқра өлгән вә әтраптики аһалиләрниң он нәччә қоро -җайиға от кәткән. Ройтиресниң бүгүнки хәвиридә билдүрүшичә, бу һуҗум 1953 -йили шималй корийә билән җәнубий корийә арисида уруш тохтитиш келишими түзүлгәндин кейинки әң қаттиқ һуҗум һесаблиниду. Көзәткүчиләрниң баян қилишичә, гәрчә икки тәрәп арисида йерим әсрдин артуқ вақиттин бери уруш тохтитиш келишими иҗра қилиниватқан болсиму, әмма икки тәрәп арисидики уруш кәйпияти һечқачан пәсәйгән әмәс; техи бирқанчә айниң алдида җәнубий корийиниң бир деңиз армийә парахоти шималий корийә тәрипидин чөктүрүвитилгән вә 46 әскәр өлгән; буниң билән корийә арили вәзийити йәнә бир қетим җиддийлишкән; әмма у қетимда шималий корийә вәқәни өзлириниң пәйда қилғанлиқини инкар қилған иди.
Нөвәттә, җәнубий корийидә 28 миң америка әскири мәвҗут; бүгүн ақсарай баянатчиси шималий корийиниң мәзкур һуҗумини әйибләп, шималий корийини зорванлиқни тохтитишқа чақирди вә америкиниң җәнубий корийини қоғдаш вәдисини тәкрарлап өтти.
Хитай ташқи ишлар баянатчиси болса, тәрәпләрни районниң тинчлиқи үчүн пидакарлиқ күрситишкә чақириш билән биллә, алтә тәрәп сөһбитини тез башлаш керәкликини билдүрди. Көзәткүчиләр хитайниң вәқәгә тәрәпсиз позитсийә билдүрүшкә тиришиватқанлиқини, әмәлийәттә болса, шималий корийиниң, юқириқидәк зораванлиқ һәрикәтлиридә асаслиқи хитайниң қоллашлиридин җасарәт еливатқанлиқини оттуриға қоймақта.