Шимали корийиниң сүний һәмраһ қоюп бериши 28 дөләтниң наразилиқиға учриди
2012.12.12
Бу шималий корийиниң 2006-йилдин буян 5-қетим сүний һәмраһ қоюп бериши болуп, алдинқи 4 қетимлиқи мәғлуп болған иди. Гәрчә 5-қетимлиқ сүний һәмраһ қоюп бериш мувәппәқийәтлик елип берилған болсиму, әмма шимали корийиниң сүний һәмраһ қоюп бериш вә башқурулидиған бомбини қоюп бериш техникисини игилиши җәнубий корийә һәм корийә йерим арилиниң тинчлиқидин әнсирәватқан әтраптики қошна дөләтләрни вә ғәрб демократик дөләтлирини биарам қилғанлиқи хәвәр қилинди.
Җәнубий корийә һөкүмити болса, шималий корийини сүний һәмраһ қоюп бериш нами билән әмәлийәттә узақ мусапилик башқурулидиған бомба қоюп бәрди дәп әйиблигән.
Хәлқара ахбарат васитилириниң бүгүнки хәвәрлиридин мәлум болушичә,12-декабир күниниң өзидә 28 дөләт шималий корийиниң сүний һәмраһ қоюп беришигә қарита күчлүк инкас қайтурған. Шималий корийиниң қошниси японийә бирләшкән дөләтләр тәшкилатида йиғин чақирип, шималий корийигә ембарго қоюшни музакирә қилишни тәләп қилған. японийә тәрәпму шималий корийини сүний һәмраһ нами астида башқурулидиған бомба қоюп бәрди дәп әйиблиди.
Шималий корийә мәсилисидә үзлүксиз һалда соғуққан болушни тәшәббус қилип келиватқан хитайму шималий корийиниң сүний һәмраһ қоюп бәргәнликидин әпсуслинидиғанлиқини билдүргән.