Уйғур районида “партийә вә хәлқниң тили” болған шинҗаң гезити йәнила зорлап сетилмақта
Һөҗҗәттә һәр бир идарә аз дегәндә шинҗаң гезитидин бир санға муштәри болуши, ишчи-хизмәтчиләр муштәрилиққа бир туташ қобул қилиниши вә муштәри қобул қилиш ишиға, идариниң биринчи башлиқи мәсул болуши тәләп қилинған.
Адәттә, партийә вә хәлқниң тили дәп тонуштурулуватқан 60 йиллиқ тарихқа игә бир гезиткә техичә мәҗбурий муштәри қобул қилиш, вәзийәт көзәткүчилириниң диққитини тартмақта. Уйғур көзәткүчиләрниң қаришичә, шинҗаң гезитиниң зорлап сетилиши, райондики хәлқ ичидә хитай ахбарат учурлириға болған ишәнчсизлик вә хитай тәшвиқатлиридин бизарлиқниң йәнә бир ипадиси.
Шинҗаң хәвәр ториниң бүгүнки бу һәқтики хәвиридә баян қилинишичә, мәзкур һөҗҗәттә муштәри қобул қилиш ишини яхши ишләш-ишлимәслик, мәсул рәһбәрниң сиясий мәсулийәт туйғусиниң намайәндиси дәп көрситилгән.