Японийә баш вәзири һиндонезийә зияритидә хитайни хәлқарадики образиға диққәт қилишқа чақирди

Японийә баш вәзири шинзу абе 18-январ җүмә күни һиндонезийиниң пайтәхти җакартада қилған сөзидә хитайни хәлқара җәмийәттә сөз-һәрикитигә мәсул болушқа чақирди.
Мухбиримиз меһрибан
2013.01.18

Б б с агентлиқиниң җүмә күнидики хәвиридә дейилишичә, японийә баш вәзири шинзу абе шәрқий җәнуби асия зияритидики вйетнам, тайланд вә һиндонезийә зияритиниң ахирқи күнидә қилған сөзидә, хитай билән шәрқий җәнуби асия дөләтлири арисидики җәнубий деңизниң игилик һоқуқи мәсилисидики талаш-тартишларниң қануний йоллар билән һәл қилиниши керәкликини тәкитлигән.

Шинзу абе мухбирларға қилған сөзидә “мәйли хитайниң җәнубидики деңиз мәсилиси яки шәрқий җәнубий асия мәсилиси болсун, яки асияниң башқа җайлиридики бу мәсилиләрдә болсун, буларни һәл қилишниң йоли тинчлиқ йоли вә хәлқаралиқ қануни тәртипләрдур, һәргизму зораванлиқ күчи әмәс” дегән.

Японийә баш вәзири шинзу абе бүгүн 18-январ күни һиндонезийә зияритини аяғлаштуруп, японийигә қайтқан. Мәлум болушичә у, алҗирийидики 14 нәпәр японийә пуқрасиниң бихәтәрлик мәсилисини һәл қилиш үчүн һиндонезийә зияритини муддәттин бурун аяғлаштурған болуши мумкин икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.