Японийә алаһидә вәкили ши җинпиңға шинзо абениң хетини тапшурди

Японийә баш вәзири шинзу абениң алаһидә вәкили натсо ямагучи җүмә күни хитай компартийисиниң баш секретари ши җинпиң билән көрүшүп, униңға шинзу абениң сенкаку яки дявйү арили мәсилиси һәққидә язған хетини тапшурған.
Мухбиримиз әркин
2013.01.25

Бу, сенкаку арилиниң игилик һоқуқ мәсилисидики талаш-тартиш өткән йили 9‏-айдин башлап икки дөләт мунасивитини җиддийләштүрүвәткәндин буян, икки тәрәпниң тунҗи қетимлиқ юқири дәриҗиликләр учришиши болуп һесаблиниду.

Бирләшмә агентлиқиниң илгири сүрүшичә, шинзо абе хетидә ши җинпиң билән дәрһал көрүшүшни тәләп қилмиған болсиму, бирақ икки дөләтниң райондики “тинчлиқ вә гүллинишни тәң қоғдаш мәсулийити бар” лиқини тәкитлигән.

Лекин ямагучи билән ши җинпиңниң қандақ мәсилиләрни сөзләшкәнлики мәлум әмәс.

Ши җинпиң “ямагучиниң җуңго-японийә мунасивити пәвқуладдә әһвалға дуч кәлгән бир мәзгилдә зиярәт қилғанлиқи” вә униң зияритиниң “интайин муһим” икәнликини билдүргән.

Ямагучиниң илгири сүрүшичә, һәр икки тәрәп музакирә елип бериш вә соғуққанлиққа еһтияҗлиқ икән. ямагучи ши җинпиң билән шинзу абениң өз ара учришиш мәсилиси һәққидә сөзләшкәнликини билдүргән болсиму, учришиш вақти һәққидә мәлумат бәрмигән.

Бәзи анализчиларниң илгири сүрүшичә, икки тәрәпниң учришиш кәйпиятидин қариғанда икки дөләт арисидики җиддийчиликниң бир мәһәл пәсийиш еһтималлиқи мәвҗут.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.