Шветсийә һөкүмити адилҗан абдулһекимниң панаһлиқини қобул қилди

Шветсийә күндилик хәвәрләр гезитиниң хәвиридин мәлум болушичә, 30 - апрел күни шветсийә көчмәнләр соти сабиқ гүәнтанамо уйғур тутқуни адилҗан абдулһекимға шиветсийидә көчмәнлик һоқоқи бәргән.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2009.04.30

Бу йил 34 яшқа киргән адилҗан абдулһеким, 11 - сентәбир террорлуқ вәқәсидин кейин афғанистан тәрипидин америка әскәрлиригә өткүзүп берилип,гүәнтанамо һәрбий түрмисигә қамалған уйғурларниң бири иди, у 2006 - йили гүәнтанамодики йәнә төт нәпәр уйғур билән бирликтә албанийигә йәрләштүрүлгән.

2007 - Йили 11 - айда шиветсийигә кишилик һоқоқ йиғиниға қатнишип үчүн келип туруп қалған вә шветсийә һөкүмитидин сиясий панаһлиқ тилигән иди. Униң панаһлиқ тәлипи илгири бир нәччә қетим шветсийә даирилириниң рәт қилишиға учрап кәлгән.

Бу қетим адилҗанниң панаһлиқиниң қобул қилиниши гүәнтанамодики уйғурларниң башқа бир дөләт тәрипидин қобул қилинишидики йеңи бир сәһипә һесаблиниду.

Бирләшмә агентлиқиниң бүгүнки хәвиридә көрситишичә, америка дөләт мудапиә министири роберт гәйтс бүгүн, гүәнтанамо түрмиси тақалғандин кейин, тутқунларниң қоюп берилиш мәсилиси үстидә тохталғанда, гүәнтанамода туруватқан дәрһал қоюп беришкә тегишлик 17 нәпәр уйғур һәққидә мәхсус тохтилип уларниң пәқәт бир қисминиң америкиға йәрләштүрүлүши мумкинликини илгири сүргән. Һалбуки америкиға қоюп берилидиған уйғурларниң ениқ санини тилға алмиған.

Америка даирилири гүәнтанамодики уйғур тутқунлар дүшмән җәңчиси әмәс дәп ақланғандин кейин, уларниң америка туприқиға қоюп берилмигән һалдиму һәргиз хитайға қайтуруп берилмәйдиғанлиқини тәкитләп, үчинчи бир дөләтниң уларни қобул қилишини издәп кәлмәктә.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.