Хитай өзиниң аз санлиқ милләтләр сияситини қайта ойлиниши керәк
Мухбиримиз ирадә
2009.07.30
2009.07.30
Ройтерс агентлиқиниң хәвиридин мәлум болушичә, ваң яң гуаңҗуда қилған сөзидә йәнә, "биз әмәлийәткә қарап иш көришимиз керәк, җуңго дегән көп милләтлик бир дөләт. Әгәр буниңға вақтида түзитиш киргүзүлмисә мәсилә келип чиқиши мумкин " дегән.
Хитай даирилири та һазирғичә үрүмчи 5 - июл вәқәсини диний мәсилиму әмәс, миллий мәсилиму әмәс, дәп буни чәтәлләрдики аталмиш үч хил күчләр чиқарған дегәнни изчил тәшвиқ қилип кәлгән иди.
Әмма ваң яңниң бу сөзи хитайниң юқири дәриҗилик әмәлдарлиридин бириниң тунҗи қетим хитайда миллий мәсилә барлиқини етирап қилиши болуп һесаблиниду. Бу йәнә, хитайдики юқири дәриҗилик әмәлдарларниң ички җәһәттә пикир ихтилапи барлиқиниму көрсәтмәктә.