Хитай америкини спратил арилидики территорийә маҗирасиға арилашмаслиққа чақирди
2011.06.22
Хитай нәнша тақим араллири дәп атаватқан спратил араллириниң игилик һоқуқи вйетнам, тәйвән, малайшия, филиппин, тәйвән вә броне қатарлиқ дөләтләр арисида талаш-тартиштидур.
Йеқинқи айлардин бери тәрәпләр арисида мәзкур мәсилә үстидики талаш-тартиш қайта әвҗ елиш билән америка зөрүр тепилса тинч окян районидики мәнпәити вә иттипақдашлирини қоғдайдиғанлиқи һәққидә сигнал бәргән иди.
Хитай бүгүнки баянатида әгәр деңиз тәвәлики талаш-тартишиға америка арилашса, вәзийәтниң техиму җиддийлишип кетидиғанлиқини билдүрүп, америкини спратил араллири мәсилисидин өзини узақ тутушқа чақирди.
Филиппин ташқи ишлар министирлиқи бүгүнки баянатида, 1951 - америка билән түзүлгән һәмкарлиқ әһдинамисигә асасән, америкиниң филиппин армийиси таҗавузчиларниң һуҗумиға учриған әһвалда филиппин армийисини қоғдаш мәҗбурийити барлиқини әскәртти.
Бирләшмә агентлиқниң бу һәқтики соалиға җаваб бәргән америкиниң маниладики баш әлчиси алан һолст, америкиниң хиялий вәқәләр үчүн алдирап пикир баян қилмайдиғанлиқини билдүргән; әмма у истратегийилик шериклиридин болған филиппин билән оттурилирида түзүлгән һәмкарлиқ әһдинамисидики вәдилиригә әмәл қилидиғанлиқини әскәрткән.