Архип
2012-12-02
Хитай ахбарат васитилириниң хәвәр қилишичә, йеқинда қәшқәр айродроми тунҗи қетим йолучилар санини бир милйон адәм қетимға йәткүзүш билән пүтүн хитай бойичә оттура дәриҗилик айродромлар сәвийисигә йәткән. Нөвәттә, хитай һөкүмити қәшқәр айродроминиң йолучилар қобул қилиш дәриҗисини техиму ашуруп, 2020 - йилиға кәлгәндә йолучилар санини 3 милйон 500 миң адәм қетимға йәткүзүшни пиланлиған.
2012-12-01
Хитайдики әң чоң әйдин җәмийити - “қизил лента фонди җәмийити” дуня әйдиз күни мунасивити билән елан қилған мәлуматқа қариғанда, мәзкур җәмийәт уйғур елиниң или районида зәһәрлик чекимлик вә әйдизгә тақабил туруш һәрикити башлашни пилан қилмақта икән.
2012-12-01
Хитай муавин баш министири ли кечяң хитайдики әйдиз вәзийитиниң адәмни әндишигә салидиғанлиқи вә буниң бир иҗтимаий мәсилә икәнликни етирап қилди.
2012-12-01
Америкиниң муавин дөләт ишлар министири майк поснер өзигә от қоюп намайиш қилған тибәтләрниң аилә тавабиатлири билән көрүшкән вә уларға һесдашлиқ қилидиғанлиқини билдүргән.
2012-11-30
Уйғур елидә чиқидиған мәтбуатларниң аптоном районлуқ сәһийә назаритидин игиләп тарқатқан хәвиригә қариғанда, уйғур елидә бу йил сентәбиргичә тизимға елинған әйдиз юқумдарлириниң сани 40 миңға йәткән болуп, 5073 киши әйдиз кесили билән өлгән.
2012-11-30
Бүгүн хитай нопус вә пиланлиқ туғут комитети тәшвиқат вә маарип мәһкимиси башлиқи җаң җйән хитай күндилик гезитидә баянат елан қилип, хитайниң пиланлиқ туғут сияситигә түзитиш киргүзүп, икки пәрзәнт елишқа йол қойидиғанлиқини рәт қилди.
2012-11-30
29-Ноябир күни башланған вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң 11-нөвәтлик йиғини бүгүн 30-ноябир күни шветсарийиниң пайтәхти җәнвәдә давамлашмақта. 11-Айниң 29-күнидин 12-айниң 1-күнигичә давамлишидиған вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң йиғинға вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиға әза 30 милләттин 60 вәкил қатнашти.
2012-11-30
Радиомиз бүгүн игилигән учурлардин мәлум болушичә, 28-ноябир күни хенән җинпиң наһийисидә йүз бәргән уйғурларниң наразилиқ намайишидин кейин, бир қисим намайиш башламчилири қолға елинған.
2012-11-30
Америка әмәлдари хитайниң йеңи паспортидики хитай хәритиси ичигә киргүзүвелинған җәнубий деңиздики араллар мәсилиси түпәйлидин келип чиққан хәлқаралиқ җедәлләргә диққәт қиливатқанлиқини билдүрди.
2012-11-30
Хитайниң бермидики әлчиханиси 30-ноябир күни әлчихана тор бекитидә баянат елан қилип, бермида давамлишиватқан мис кени қурулушиға наразилиқ намайишиға ипадә билдүрди.
2012-11-29
Хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқиниң 27-ноябир күни мәмликәт бойичә телевизийә- телефон йиғини ечип, һәрқайси җайлардики җамаәт хәвпсизлик тармақлиридин хитай компартийиси 18-қурултийидин кейинки җәмийәт муқимлиқиға капаләтлик қилишни тәләп қилиши һәм җамаәт хәвпсизлик министири миң җәнҗуниң26-ноябир күнидики таҗикистан зияритидә, ички ишлар министири рахманофтин икки дөләт оттурисидики һәмкарлиқни күчәйтип, “үч хил күчләргә зәрбә бериш ”, икки дөләтниң муқимлиқини бирликтә қоғдашни тәләп қилиши диққәт қозғиди.
2012-11-29
Хитайниң уйғур аптоном район даирилири қурушқа башлиған сәргәрдан балилар мәркизигә орунлаштуруш алдидики қорумиға йәтмигән 20 миң сәргәрдан бала һәққидики хәвәр уйғур вәзийитини көзәткүчиләрниң диққитини қозғиди.
2012-11-29
Радиомиз тибәт бөлүминиң игилишичә, бүгүн пәйшәнбә 29-ноябир күни гәнсу өлкисидә хитай һөкүмитигә наразилиқини ипадилигән 31 яшлиқ сирин наҗе исимлик бир тибәтлик өзигә от қойған вә нәқ мәйданда өлгән.
2012-11-29
Йеқиндин буян хитайда әвҗ алған қанунсиз яғач материяллири импорти сәвәбидин африқа вә асия орманлириниң вәйран қилиниши хәлқара муһит қоғдаш тәшкилатлири тәрипидин әйибләнди.
2012-11-29
Пәйшәнбә күнидики хәлқара хәвәрләрдә пәләстинниң б д т да “назарәтчи дөләт” болуш илтимаси қобул қилинди.