Архип
2012-12-19
Чеграсиз мухбирлар тәшкилати чаршәнбә күни 2012-йиллиқ доклат елан қилип, бу йил мухбирларниң хизмәт сәвәблик өлүш әһвали 33 % артқанлиқи, бирақ қолға елинған мухбирлар сани 16 азайғанлиқини билдүрди.
2012-12-19
Д у қ сәйшәнбә күни б д т ниң “хәлқара азсанлиқ милләтләр һәқ-һоқуқлирини қоғдаш әһдинамиси” мақулланғанлиқиниң 20 йиллиқи мунасивити билән баянат елан қилип, хитайни мәзкур әһдинамигә әмәл қилишқа чақирди.
2012-12-19
Америка федерал тәкшүрүш идариси, америкилиқ содигәр қияпитигә киривалған икки хитайни һәрбийгә керәклик назук техникилиқ әсвабларни алдамчилиқ билән қолға чүшүрүвелип, хитайға йөткәшкә урунғанлиқ сәвәбидин әйиблиди.
2012-12-19
Ню-йорк шәһиридә 3 адвокатни өз ичигә алған 26 киши сахта дәлил ойдуруп, қанунсиз хитай көчмәнлириниң сиясий панаһлиқ ишлириға ярдәм қилиш, бу арқилиқ америка көчмәнләр идарисини алдаш билән әйибләнгән.
2012-12-19
Бейҗиң милләтләр университети оқуғучиси атикәм розиниң паспорт илтимасиниң униң уйғурлуқи сәвәбидин рәт қилиниши пәйда қилған хитай микро блоглиридики ғулғулилар давамлиқ күчәйди.
2012-12-18
Қизилсу областиниң һөкүмәт торидики хәвәрдин мәлум болушичә, йеқинда атуш азақ йезисида “партийиниң диний сиясәт нәзәрийисини яхши өгинәйли” намлиқ сәпәрвәрлик йиғини ечилип, илгири дөләт кадирлири вә алий мәктәп оқуғучилириға дәрслик қилип өтиливатқан “хитай компартийисиниң диний сиясәт нәзәрийиси”ни бүгүнки күндә деһқанларға мәҗбурий өгитишкә башлиған.
2012-12-18
Үрүмчи консул кочиси әтрапидики уйғурлар ачқан бир қисим сода дуканлириниң вивискилири “хитайчә хәт кичик йезилған” дегән баһанидә елип ташланған болуп, бу дуканларниң йеңи вивиска есишқа буйрулуши уйғурларниң наразилиқини қозғиди.
2012-12-18
Хитайниң һөкүмәт ахбарат васитилириниң бүгүнки хәвәрлиридә, өткән һәптидин буян хитайдики йәр асти христиан муритлиридин тәшкилләнгән “һәммидин қудрәтлик илаһ” тәшкилатиниң әзалиридин 500 кишиниң қолға елинғанлиқи хәвәр қилинди.
2012-12-18
Хитай иҗтимаий пәнләр академийиси 18-декабир сәйшәнбә күни елан қилған “2012-йиллиқ көк ташлиқ китаби” да хитайда җәмийәт муқимлиқни сақлашта, аммиви тор бекәтлиридә елан қилинған инкасларға диққәт қилишни тәкитлиди.
2012-12-18
Хитай һөкүмити йеқинда тунҗи қетимлиқ “ихтисас игилири ақ ташлиқ китаби”ни тарқатқан. Китабта, 2011-йили бир йил ичидә хитай байлири вә зиялийлирини асас қилған 150 миң кишиниң чәтәлләргә көчмән болуп олтурақлишиши хитайдики ихтисас игилириниң чәтәлләргә еқип кетиши еғир болуштәк вәзийәтни шәкилләндүргәнлики агаһландурулған.
2012-12-17
Уйғурларниң паспорт елиши йиллардин бери түрлүк тосалғуларға дуч кәлмәктә. Әмма хитай өлкилиридә оқуватқан уйғур оқуғучилар, шу җайларниң әвзәлликлиридин пайдилинип паспорт елишқа мувәппәқ болуватқан болуп, бу вәзийәт уйғур елидики бир қисим йәрлик даириләрни биарам қилған.
2012-12-17
Мәшһур хитай режиссор шйе фей, бүгүн өз тор бетидә баянат елан қилип, хитайниң филим назарәтчилик түзүмини тәнқид қилған.
2012-12-17
Шәндоңниң доңйиң шәһиридә алдинқи күни сақчилар билән һәрбийләр арисида тоқунуш йүз бәргән.
2012-12-17
Японийидә баш вәзир сайлимида ғәлибә қилған шинзо аби, хитай билән талаш-тартиштики сәнкаку мәсилисидә пикир баян қилип, “арал мәсилисидә мурәссәгә орун йоқ” дегән.
2012-12-16
Уйғурларниң паспорт елиш һоқуқи нөвәттә еғир дәхли - тәризгә учраватқан мәсилиләрниң бири икәнлики уйғур тор бәтлиридики инкасларда даим шикайәт қилинмақта.