Архип
2012-12-16
Президент барак обама йәкшәнбә күни кәчтә коннектикут шитатидики невтовн шәһәрчисигә берип, оқуғучиларни олтуруш вәқәси йүз бәргән сәнди хок башланғуч мәктипидә өткүзүлидиған қаза қилғанларға тәзийә билдүрүш мурасимиға қатнашмақчи.
2012-12-16
Чиңхәй өлкисиниң һөкүмәт ахбарат васитилири шиниң шәһәрлик сақчи даирилириниң 37 нәпәр бидәт тәшкилат әзасини қолға алғанлиқини хәвәр қилди.
2012-12-15
Җүмә күни америкиниң коннектикут штатида йүз бәргән трагедийилик вәқәдин кейин, президент обама америка дөләт байриқини йерим чүшүрүп вәқәдә қаза қилғанларға еһтирам билдүрүш буйруқи бәрди.
2012-12-15
Америка дөләт мудапиә министири леон панетта түркийигә барди. Униң түркийигә келиши шималий атлантик әһти тәшкилатиға әза болған түркийиниң дөләт бихәтәрлики сүрийә бомбилириниң тәһдитигә учраватқан мәзгилгә тоғра кәлди.
2012-12-14
Америка дөләт мудапиә министири леон панетта, түркийиниң сүрийә чеграсиға 400 кишилик әскәр билән икки “вәтәнпәрвәр” намлиқ башқурулидиған бомба әтрити орунлаштурушни буйруқ қилған.
2012-12-14
Хитайниң хенән өлкисидә җүмә күни пичақлиқ бир адәм йәнә башланғуч мәктәп оқуғучилириға һуҗум қилди.
2012-12-14
Америка ташқи ишлар министирлиқи японийә-хитай һәр икки тәрәпкә чақириқ қилип, сенкаку араллириниң игилик һоқуқ мәсилисини сөһбәт арқилиқ һәл қилишқа чақирди.
2012-12-14
Хитай 12-декабир күни қарамайда бир түркүм уйғур, туңган ваз қазақ ата-аниларниң намайиш қилип, балилириниң ишсиз қалғанлиқидин шикайәт қилғанлиқ хәвирини қаттиқ контрол қилинғанлиқи илгири сүрүлди.
2012-12-14
Йәрлик мәдәнийәт тармақлириниң ашкарилишичә, хитай һөкүмити йеқинда куча қумтура миң өйини римионт қилишқа 16 милйон йүән аҗратқан болуп, мәзкур қурулуш лявниң рәңлик геологийә идарисигә һөддигә берилгән.
2012-12-13
Японийә бүгүн хитайға тәвә бир айропиланниң сенкаку арилиға йеқин җайларда учқанлиқини билдүрүп, хитайни японийиниң һава территорийисигә қанунсиз кириш билән әйиблиди.
2012-12-13
12-Декабир күни қарамай шәһиридә намайиш йүз бәргәнлики хәвәр қилинмақта. Уйғур биз ториниң қарамайлиқ бир тордашниң интернетқа йоллиған учуриға асаслинип хәвәр қилишичә, чаршәнбә күни әтигән саәт 9 әтрапида қарамайдики көплигән ата-анилар балилириниң ишсизлиқидин шикайәт қилип намайиш уюштурған.
2012-12-13
Бейҗиңда оқуйдиған бир уйғур оқуғучи уйғур болғанлиқи үчүн паспорт биҗирәлмәйватқанлиқини хитайдики вейбо торида елан қилғандин кейин, бу әһвал вейбо тордашлириниң диққитини тартқан.
2012-12-13
Бүгүн русийиниң муавин ташқи ишлар министири михайил богданоф русийә ахбаратлирида “сүрийидики қозғилаңчилар йеңип чиқиши мумкин” деди. У йәнә, әсәд күчлириниң контроллуқни йоқитип, барғансери чекинишкә башлиғанлиқини ейтқан.
2012-12-12
Бүгүн 12-декабир 1985-йили уйғур елиниң үрүмчи қатарлиқ шәһәрлиридә йүз бәргән 12-декабир оқуғучилар намайишиниң 27 йиллиқ хатирә күни.
2012-12-12
Хитайниң һөкүмәт ахбарат васитилиридә елан қилинған ишсизлиқ нисбити һәққидики истилистикилиқ мәлуматларниң ишәнчлик әмәслики хитайдики аммиви тор бекәтлиридә вә ғәрб ахбарат васитилиридә оттуриға қоюлмақта.