Архип
2012-12-09
Пүтүн дуня татарлири қурултийи татаристанни бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза қилип киргүзүш һәққидә һәрикәт қозғашни оттуриға қойған. Русийиниң “регнум” учур ториниң хәвәр қилишичә, бу идийә қазанда чақирилған 5 - қетимлиқ аммиви җәмийәтләр қурултийида мәйданға чиққан.
2012-12-08
Америка вә хитай уйғур елидә йүз бәргән йәр тәврәш һәққидә пәрқлиқ учур тарқатти.
2012-12-08
Гвианадаирилири хитайға қарап йол алған 10 милйон доллар қиммитидики кокаинни қолға чүшүргән.
2012-12-08
Қазақистан ахбарат саһәсиниң хәвиригә қариғанда, явропа иттипақи қазақистан билән иқтисадий вә сода һәмкарлиқини күчәйтишни халайдиғанлиқини билдүргән.
2012-12-07
Хитай һөкүмити җүмә күни инкас қайтуруп, америкиниң тибәттики өзини көйдүрүш вәқәлирини хитайниң сиясити кәлтүрүп чиқарғанлиқи һәққидики сөзини тәнқид қилди.
2012-12-07
Явропа иттипақи мушу бир қанчә күн ичидә бу йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатини тапшурувалиду. Дәл мушу пәйттә, хәлқара кәчүрүм тәшкилати явропа иттипақиниң кишилик һоқуқ сияситини қаттиқ тәнқид қилди.
2012-12-07
Хитай ташқи ишлар министирлиқи җүмә күни түрмидики нобел тинчлиқ мукапати саһиби лю шавбони қоюп бериш һәққидики чақириқларға инкас қайтуруп, лю шявбониң қанунға хилаплиқ қилип җазаланған бир җинайәтчи икәнликини билдүргән.
2012-12-07
Шинхуа ахбарат агентлиқи җүмә күни мақалә елан қилип, хунән сақчилириниң йеқинда йүз бәргән яңақ торт сатқучи уйғур билән бир хитай херидар арисидики маҗирани адил бир тәрәп қилмиғанлиқини билдүрди.
2012-12-07
Турпан шәһиридики уйғур тиҗарәтчиләр асаслиқ орунни игиләйдиған бир сода базириға от кетип, уйғурларниң нурғун маллири көйүп кәткән.
2012-12-06
Хитай компартийиси даирилири уйғур елиниң һәрқайси җайлиридин кәлгән 30 нәпәр уйғур диний затни 18 - қурултайниң роһини өгинишкә орунлаштурған.
2012-12-06
Чаршәнбә күни америка тибәтләрниң өзини көйдүрүвелиш вәқәлиригә қарита йәнә бир қетим пикир баян қилип “хитай һөкүмити пуқраларниң өз әрз - шикайәтлирини әркин ипадә қилишиға йол қоюши керәк” деди. Америка дөләт ишлири министирлиқи баянатида йәнә, хитай һөкүмитини далай лама билән шәртсиз сөһбәткә олтурушқа, мухбирлар, дипломатлар вә башқа көзәткүчиләрниң тибәт райониға беришиға тосқунлуқ қилмаслиққа чақирди.
2012-12-06
Бүгүн хитайдики 40 тин артуқ язғучи хитай компартийисиниң йеңи рәһбири ши җинпиңға имзалиқ мәктуп әвәтип, 2009 - - йили 11 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған өктичи язғучи, нобел саһиби люшавбони қоюп беришкә чақирди. Бу кишиләрниң ичидә хитайдики тонулған кишилик һоқуқ актипи пу җичяң вә әйдиз паалийәтчиси хуҗяларму бар.
2012-12-06
10 - Декабир күни дуня кишилик һоқуқ күни шундақла хәлқара кишилик һоқуқ хитабнамиси қобул қилинған күн. Һәр йили бу күндә бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә дунядики кишилик һоқуққа көңүл бөлидиған дөләт вә органлар түрлүк паалийәтләр арқилиқ кишилик һоқуқниң инсанлар туғулуштин тартип игә болидиған бир тәбиий һоқуқ икәнликини вә дуняниң һәммә булуң - пучқақлирида омумлишиши керәкликини йәнә бир қетим кишиләр сәмигә салиду.
2012-12-06
5 - Декабир күни шаңхәй һәмкарлиқиға әза мәмликәтләр баш министирлириниң 11 - қетимлиқ йиғини қирғизистан пайтәхти бишкәктә болуп өтти. Мәтбуатларниң ашкарилишичә, бу қетимқи йиғинниң асаслиқи темиси шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң өзиниң банкиси вә тәрәққият фондини қуруш һәққидә қарар елиш болди.
2012-12-05
Америкидики даңлиқ тор базири http://www.amazon.com Да уйғурларниң чалғу әсваблириму базарға селинған.