Архип
2012-10-03
Қирғизистан сақчилири 3-өктәбир бешкәктики һөкүмәткә қарши намайишни бесиқтурди.
2012-10-02
Хитай һөкүмәт даирилири 1-өктәбир күни хитайдики һәрқайси җайларда коммунист хитай дөлитиниң 63 йиллиқини тәбрикләш паалийәтлири өткүзди.
2012-10-02
Хитайдики өктичи сәнәткар әй вейвейниң б б с агентлиқиға билдүрүшичә, бейҗиң сода-санаәт идариси әй вейвейниң ширкитиниң тиҗарәт кинишкисиниң бикар қилинғанлиқини уқтурған.
2012-10-02
Өз кимликини ашкарилимиған бир нәпәр һөкүмәт хадиминиң америка мәтбуатлириға билдүрүшичә,ақсарайниң һәрбий ишлар тор бекити хаккерларниң һуҗумиға учриған.
2012-10-02
Хоңкоң аманлиқ идариси хадиминиң сәйшәнбә күни билдүрүшичә, хоңкоң даирилири түнүгүн 1-өктәбир күни 37 адәмниң өлүшигә сәвәб болған кемә соқулуш һадисисидә биваситә җавабкарлиқи бар дәп қаралған 6 нәпәр кемә хизмәтчиси қолға елинған.
2012-10-02
Америка һөкүмити 2012-йили 1-декабирдин башлап,тәйвән кимлики бар пуқраларниң, америкида 90 күн визисиз турса болидиғанлиқини, америкида туруш вақтини узартишни халиған тәйвән ширкәтлири вә тәйвәнлик содигәрләрниң електронлуқ тизимлитиш йоли арқилиқ, америкида 2 йил турса болидиғанлиқини билдүргән.
2012-10-01
Уйғурбиз ториниң бүгүнки бир хәвиридә баян қилинишичә, гуаңдуңдики бир телевизийә истансиси, өзиниң сәнәт программисиға қетилмақчи болған бир уйғур сәнәткардин исмини хитайчиға өзгәртишни тәләп қилған.
2012-10-01
Хитайниң чуңчиң шәһириниң сабиқ секретари бо шиләй партийидин чиқириш җазасиға учриған вә делоси әдлийә органлириға йолланғандин кейин, униң америкида оқуватқан оғли бо гуагуа баянат елан қилип дадисини ақлиди.
2012-10-01
Бүгүн йәни 1-өктәбир күни германийиниң баварийә парламентида уйғур вә хитай вәзийити һәққидә йиғин өткүзүлди.
2012-10-01
Нөвәттә б д т омуми йиғиниға қатнишиватқан сүрийә ташқи ишлар министири валид муәллим бүгүнки сөзидә, америка, франсийә, қатар, сәуди әрәбистан вә түркийә қатарлиқ бәш дөләтни “сүрийиниң ичидики террорчиларни қутратти вә қоллиди” дәп әйиблигән.
2012-10-01
Тәйвәндики аммиви тәшкилатлардин профессорлар җәмийити қатарлиқ бир қисим тәшкилатлар, 28-сентәбир күни тәйбейда тибәт вәзийити һәққидә муһакимә йиғини өткүзүп, тәйвән һөкүмитини тибәт мәсилисигә көңүл бөлүшкә чақирди.