Архип
2012-10-13
Түркийә “анатолийә” агентлиқиниң 12 - өктәбирдики хәвиригә қариғанда, түркийә һәрбий даирилири түркийиниң сүрийә билән чегрилинидиған җайлириға танка вә башқурулидиған бомбидин мудапиәлиниш системилирини орунлаштурған.
2012-10-12
Америкидики атақлиқ хитай өктичи вей җиңшиң, бу йиллиқ нобел әдәбият мукапатиниң мо йәнгә берилгәнликини тәнқидләп, нобел комитетини “җуңго компартийисигә яхшичақ болушқа урунған” дәп әйиблигән.
2012-10-12
Америка демократлар муавин президент намзати җов байдин билән җумһурийәтчиләр муавин президент намзати паул райн, пәйшәнбә күни кентуки штатиниң дәнвер мәркизи институтида телевизийә бәс -муназириси елип барди.
2012-10-12
Канада баш министири стефен харпер, канаданиң хитай билән мунасивәтни тәрәққий қилдурушни үмид қилидиғанлиқи, бирақ хитай мәблиғини дөләт бихәтәрлик нуқтисидин туруп көзитидиғанлиқини билдүргән.
2012-10-12
2012-Йиллиқ нобел әдәбият мукапатиға еришип, хитай сиясий өктичилири вә өктичи язғучилириниң тәнқидигә учриған хитай язғучи мо йен, җүмә күни мухбирларни күтүвелиш йиғини чақирип, 2010-йиллиқ нобел тинчлиқ мукапати саһиби лю шявбониң тезрәк әркинликкә еришишини үмид қилған.
2012-10-12
Уйғур елиниң учтурпан наһийисидики бир қизил һарақ завутида җүмә күни партлаш йүз берип, икки адәм өлгән. Шинхуа ахбарат агентлиқиниң ашкарилишичә, партлаш җүмә күни кәч саәт 6:30 дә йүз бәргән болуп, партлаш хитайниң ишләпчиқириш қурулуш биңтуәнигә қарашлиқ “төмүр чоққиси”, намлиқ қизил һарақ завутида көрүлгән.
2012-10-11
Хитай ташқи ишлар баянатчиси хуң лей пәйшәнбә күни мухбирларға баянат берип, америка дөләт мәҗлиси 10-өктәбир елан қилған хитайниң 2012-йилдики кишилик һоқуқ вәзийити һәққидики доклатини әйиблиди.
2012-10-11
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати 11-өктәбир пәйшәнбә күни доклат елан қилип, хитайда давамлишиватқан пуқраларниң өйлирини мәҗбурий чеқиш, деһқанларниң терилғу йәрлирини халиғанчә игиливелиш қилмишлирини әйиблиди.
2012-10-11
Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, хитайниң хенән өлкиси шинфей електр үскүниләр завутидики ишчилар сәйшәнбә күнидин башлап иш ташлиған.
2012-10-11
Түркийә даирилири чаршәнбә күни москвадин сүрийә пайтәхти дәмәшиққә учқан сүрийиниң йолучилар айропиланини, айропиланида қорал бар дегән гуман билән әнқәрәгә мәҗбурий қондурди.
2012-10-11
Хәлқара пул муамилә фонди имф ниң башлиқи раҗад хитай вә японийини араллар талаш-тартишини тезликтә һәл қилишқа чақирди.
2012-10-10
Хитай һөкүмәт игидарчилиқидики ахбарат тори бети шинҗаң уйғур аптоном райониниң исмидики “уйғур” аталғусини қисқартип “шинҗаң аптоном райони” вә “шинҗаң” дәп ишләткән.
2012-10-10
Америка дөләт мәҗлиси истихбарат комитети хитайниң “хуавей” вә “җоңшиң” ширкәтлири һәққидә доклат елан қилғандин кейин, америкиниң “CISCO” ширкити хитайниң “җоңшиң” ширкити билән болған сода алақисини үзгәнликини җакарлиди.
2012-10-10
9-Өктәбир хитай дөләт ичигә қатнайдиған икки йолучилар айропилани тәһдит учури тапшурулғандин кейин учушни кечиктүрүшкә мәҗбур болған.
2012-10-10
Өткән 3 йил җәрянида аптомобиллириниң бихәтәрлик һава ястуқини (һава халтиси дәпму атилиду) алмаштурған америкилиқ херидарларниң хитайда ишләнгән сахта мәһсулат ишлитип қалғанлиқи илгири сүрүлмәктә.