Архип
2012-05-31
Хитай мәркизий һөкүмитиниң уйғур елигә қаратқан идарә қилиш истратегийисини бәлгиләйдиған “шинҗаңға нишанлиқ ярдәм бериш хизмити йиғини”ниң 3-қетимлиқи бейҗиңда өткүзүлди.
2012-05-31
Қазақистан мәтбуатлири пәйшәнбә күни қазақистан-хитай чеграсидики чегра қаравулханисиниң 12 нәпәр чегра қоғдиғучисиниң өлтүрүлгәнликини хәвәр қилди.
2012-05-31
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң 12-нөвәтлик йиғини 1-июн күни бейҗиңда башлиниш алдида турмақта.
2012-05-31
Сүрийидики һула вәқәсидин кейин хәлқара җамаәтниң русийә вә хитайға қаратқан тәнқидиниң ешишиға қаримай, бу икки дөләт йәнила сүрийигә техиму қаттиқ җаза тәдбири қоюш һәққидики тәләпләргә қарши чиқишни давамлаштурмақта.
2012-05-31
Уйғур район даирилири “җуңхуа хәлқ җумһурийити җиддий вәқәләрни бир тәрәп қилиш қануни” ни уйғур елиниң вәзийитигә асасән әмәлийләштүрүш үчүн мәхсус “әмәлийләштүрүш чариси” ни бекитип чиққан.
2012-05-30
Пакистан баш министири гилани сәйшәнбә күни хитай ташқи ишлар министири билән көрүшүп, уйғур пидаийлирини әйиблигән вә хитайниң аталмиш террорлуққа қарши һәрикәтлирини толуқ қоллайдиғанлиқини билдүргән.
2012-05-30
Әма хитай кишилик һоқуқ паалийәтчиси чен гуаңчең “ню-йорк вақит гезити дә мақалә елан қилип, хитай даирилирини униң нәччә йил қанунсиз җазалиши үстидин тәкшүрүш елип беришқа чақирди.
2012-05-30
Хитай даирилири уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханимниң түрмидики оғуллириға бесим ишлитип, уларни өз иликидики икки бинаниң игидарлиқ һоқуқини өткүзүп беришкә мәҗбурлиған болуп, бу рабийә қадир ханимниң қаттиқ әйиблишигә учриди.
2012-05-30
Хитай даирилири йеқинда японийидин қечип кәткәнлики илгири сүрүлгән хитай дипломатиға қаритилған әйибләшләрни рәт қилди.
2012-05-30
Америка дөләт мудапиә министири леон панетта сәйшәнбә күни америка деңиз армийә академийисидә нутуқ сөзләп, америкиниң асия-тинч окян райондики деңиз армийә күчини әслигә кәлтүридиғанлиқи вә хитай армийиси заманивилишиватқан пәйтләрдә һошярлиқни һәргиз йоқитип қоюшқа болмайдиғанлиқини билдүрди.
2012-05-29
Радиомиз игилигән әһваллардин мәлум болушичә, ақсу учтурпан наһийисидики су мәнбәлириниң баш еқинини игиливалған биңтуән даирилири бу йил әтиязда су пулини илгирики йиллардики 30 йүәндин бирақла 300 йүәнгә чиқиривалған һәмдә бу пулни тапшурушқа наразилиқ билдүргән уйғур деһқанлирини йерини өткүзүп беришкә мәҗбурлиған.
2012-05-29
Бирнәччә күндин буян, хитайдики тор абонтлириниң аммиви тор бекәтләр һәм шәхси блогларда давамлаштуруватқан “хәлқара кишилик һоқуқ әһдинамиси” ни көчүрүп тарқитиш арқилиқ, хитайда барғанчә начарлишиватқан кишилик һоқуқ әһвалиға наразилиқ билдүрүш һәрикити хитай һөкүмәт даирилириниң чәклишигә учриған.
2012-05-29
Бүгүн сәйшәнбә күни, “29-май или-чөчәк вәқәси” ниң 50 йиллиқ хатирә күни. Йәни 1962-йили хитай һөкүмити, райондики сияситигә наразилиқ билдүрүп сабиқ совет иттипақиға чиқип кетишни тәләп қилған или һәм чөчәк районидики уйғурларға қирғинчилиқ елип барған зор мусибәтлик күн.
2012-05-29
Японийидә һакимийәт йүргүзүватқан демократлар партийисиниң мукаяма һәм нагао исимлик икки нәпәр юқири палата әзаси мушу һәптә ичидә хитай әлчиханисиға наразилиқ хети тапшуридиғанлиқини билдүрди.
2012-05-29
4-Июн, 1989-йилдики тийәнәнмин мәйданида хитай һөкүмити тәрипидин қанлиқ бастурулған оқуғучиларниң демократийини тәләп қилиш һәрикитиниң 23 йиллиқ хатирә күни.