Архип
2013-02-17
Америка президенти барак обама шәнбә күни сөз қилип, өткән йили ишсизлиқ нисбитидә өзгириш йүз берип,500 миң кишилик иш орни көпәйтилгәнлики, буниңдин кейинки мәқситиниң бу санни техиму ашуруш икәнликини билдүрди.
2013-02-17
2010 - Йилидики сиясий өзгириш сәвәби билән беларусийигә қечип берип панаһлиниватқан сабиқ қирғиз президенти қурманбек бақийеф үстидин ечилған бу сотта гәрчә бақийеф өзи болмисиму, әмма униң үстидин дөләт рәһбирилик мәнсипини суйиистемал қилип, мәмликәткә еғир зиян йәткүзүш җинайити артилған.
2013-02-17
Сичуән өлкисиниң чоңҗу шәһәрлик чирикликкә қарши туруш идарисиниң башлиқи 17 - феврал күни өзини бинадин ташлап өлүвалған. Әнглийә б б с агентлиқиниң хитай ахбарат васитилириниң учурлиридин нәқил кәлтүришичә, хе җйәнгу исимлик мәзкур әмәлдар чоңҗу шәһәрлик тәптиш идарисиниң бинасидин өзини ташлап өлүвалған.
2013-02-16
Америкидики әң чоң иҗтимаий алақә тори - FaceBook җүмә күни хитай мәнбәлик торбузарлириниң һуҗум нишаниға айланғанлиқни билдүрди.
2013-02-16
Хитай ахбаратиниң билдүрүшичә, хитайда чаған хатириләш җәрянида хитайниң һәрқайси җайлирида көрүлгән от апитидә 36 адәм өлгән.
2013-02-16
Җүмә күни кәчтә америка авам палатаси бир қарар лайиһиси мақуллап, америкини башқа дөләтләр билән бирликтә шималий корийигә қаритилған чәкләш салмиқини ашурушқа чақирди.
2013-02-15
Шималий корийә хитайға бу йил ичидә йәнә бир яки икки қетим ядро синиқи қилишқа тәйярлиқ қиливатқанлиқини билдүргән. Ройтерс ахбарат агентлиқиниң билдүрүшичә, бу америкини шималий корийә билән дипломатик сөһбәт өткүзүшкә мәҗбур қилиши мумкин.
2013-02-15
Хитай торбузарлири германийини мәркәз қилған д у қ ториға қаритилған һуҗуми йеқиндин буян йәнә күчәйгән. “каспареский”, “әлиян ваулт” қатарлиқ тор бихәтәрлик ширкәтлири, бу йил киргәндин буян хитайдин кәлгән вә д у қ ни нишан қилған тор һуҗуминиң йәнә юқири пәллигә чиққанлиқини билдүрди.
2013-02-15
Японийә дөләт мудапиә министири итсонури онодера, японийиниң кәлгүсидә мәвҗут тәһдиткә қарши алдин қол селиш иқтидарини тәрәққий қилдуруш һоқуқи барлиқини билдүрди.
2013-02-15
Хитай йеза игилик банкисиниң бир тәтқиқат орни йеқинда доклат елан қилип, уйғур ели қатарлиқ йиллиқ иқтисади юқири сүрәт билән ешип бериватқан өлкә, аптоном районларни қалаймиқан мәбләғ салмаслиқ, шәһәрлишишни баһанә қилип, ашуруп мәбләғ салмаслиқ һәққидә агаһландурған.
2013-02-15
Америка ташқи ишлар министирлиқи җүмә күни йәнә тибәтләрниң өзини көйдүрүш һәрикитигә пикир билдүрүп, уларни өзниң пикрини өзини көйдүрүштин башқа йоллар арқилиқ ипадиләшкә чақирди. Шуниң билән биргә йәнә, хитайни чарә тәдбир қоллинип, тибәтләрниң азаб-оқубитини һәл қилишқа үндиди.
2013-02-14
12-Феврал күни америка ню-йорк шәһиридики “хәтәр астидики мутәхәссисләр тори” тәшкилатиниң тор бекитидә хитай рәиси ху җинтавға очуқ хәт елан қилип,2-феврал күни бейҗиң айродромида йүз бәргән мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти әпәндиниң америкиға келип тәтқиқ қилиш сәпиридин тосуп қелиниш вәқәсини чүшәндүрүшни тәләп қилди.
2013-02-14
Мәркизи нюйорктики мухбирларни қоғдаш комитети 14-феврал елан қилған 2012-йиллиқ доклатида, хитайдики чәтәллик мухбирларға қаритилған чәклимиләрниң барғанчә еғирлашқанлиқини билдүрди.
2013-02-14
Әркин асия радиоси тибәт бөлүми игилигән учурлардин мәлум болушичә, 13-феврал чаршәнбә күни гәнсу өлкиси җәнубий гәнсу тибәт областиға қарашлиқ ачок йезисидики друкпа кхар исимлик 26 яшлиқ бир тибәт өзигә от қоювалған.
2013-02-14
Уйғурбиз ториниң хәлқара тор бекитиниң хәвиридин мәлум болушичә, “виҗдан” тәхәллусидики мусулман тордашниң йеқинда хитайниң синна тор бекитидики микро блогида елан қилған “җуңго ислам җәмийити һәҗ хираҗити һәққидики йиллиқ чиқим вә еришкән пайдини елан қилсун” сәрләвһәлик мақалиси тордашлар арисида ғулғула қозғиған.