Архип
2013-01-24
Бу йил 9-айда үрүмчидә ечилидиған 3-нөвәтлик явроася йәрмәнкисини тонутуш вә униңға херидар чақириш мәқситидә уйғур елидин тәшкилләнгән бир қисим карханичи, тиҗарәтчиләр өмики әнглийиниң лондон шәһиригә йетип кәлгән.
2013-01-24
Шималий корийиниң рәсмий хәвәр агентлиқи бүгүн шималий корийә мудапиә даирилириниң ядро вә башқурулидиған бомба синақ қилидиғанлиқини хәвәр қилған.
2013-01-24
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң бермодада турушлуқ ишханиси чаршәнбә күни елан қилған мәлуматтин қариғанда, гуәнтанамодин қоюп берилгәндин кейин бермодаға орунлаштурулған 4 нәпәр уйғурниң адвокати бермода баш министириға хәт йезип униңдин бу 4 уйғурниң паспорт мәсилисини һәл қилишни тәләп қилған.
2013-01-24
Бир қисим мухбирлар вә кишилик һоқуқ актиплири бүгүн skype интернет алақә программиси ширкитигә очуқ хәт йезип, өзлириниң скайптин қилған телефонлириниң оғрилиқчә тиңшалғанлиқини инкас қилған.
2013-01-23
Түрмидики уйғур христиан мурити алимҗан һимит аилиси қериндишини һәр айда бир қетим йоқлаш имканийитидин мәһрум қалдурулуп, йоқлаш муддити һәр 3 айда бир қетимға өзгәртилди.
2013-01-23
Биз игилигән учурларға қариғанда, “уйғурсофт” ширкити тор бети тақилип қалған. Мәлум болушичә, тор бәт 19-январдин башлап ечилмиған.
2013-01-23
21-январ қәсәм берип вәзипә тапшуруп алған барак обама иккинчи нөвәтлик президентлиқини җәнубий деңиз мәсилиси қатарлиқларда хитайға қаттиқ қол болидиғанлиқидин шәпә берип башлиди.
2013-01-23
Хитай даирилири шаяр түрмисидики хитай адвокатниң аилә тавабиатлириға 10 айдин буян тунҗи қетим йоқлашқа рухсити бәргән.
2013-01-22
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит бүгүн радиомиз арқилиқ баянат берип, даириләрниң уйғур оқуғучилириға қарита диний етиқад җәһәттә түрлүк чәклимиләрни қоюп, уйғурларға қарита динсизлаштуруш сиясити йүргүзүватқанлиқини әйиблиди.
2013-01-22
Уйғур оқуғучиларниң инкас қилишичә, нөвәттә сәуди әрәбистан, түркийә, германийә қатарлиқ дөләтләргә оқуш үчүн илтимас қилғанларниң паспортини ишләш чәклимигә учриған.
2013-01-22
Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт даирилири 19-январ күни йеқинда ечилидиған икки йиғин йәни,12-нөвәтлик хәлқ вәкилләр қурултийи вә 11-нөвәтлик сиясий кеңәш йиғини вәкиллириниң тизимликини елан қилғандин кейин, тизимликтики бекитилгән вәкилләрниң миллий тәркипидики нисбәт вә иқтисади вә сиясий саһәләрдики уйғур вәкиллири саниниң зиядә аз болуши уйғурлар арисида муназирә қозғиди.
2013-01-22
Филиппин ташқи ишлар министири росарио манила һөкүмитиниң, скарборг (хитайчә хуаңйән) араллириниң игилик һоқуқи мәсилисидә хитайни б д т ниң мунасивәтлик органлириға әрз қилидиғанлиқини билдүргән.
2013-01-22
Бүгүн б б с агентлиқи, әркин асия радиоси, яхо тор хәвәрлири, твитер,хитайға нәзәр қатарлиқ хәлқара хәвәр агентлиқлири вә тор бекәтлириниң хәвәрлиридә хитайниң һөкүмәт мәтбуати болған шинхуа агентлиқида шәнши өлкилик хәлқ қурултийиниң вәкилләргә шикайәт қилмаслиқ һәққидә қойған 8 маддилиқ шәрти тәнқидләнгәнлики һәққидә хәвәр берилгән.
2013-01-21
Алҗирийидики бир тәбиий газ әслиһәсидә гөрүгә тутулған кишиләрни қутқузуш һәрикитидә өлгәнләрниң сани 80 дин ешип кетиши мумкин. Шәнбә күнки хәвәрдә чәтәллик, алҗирийилик вә қораллиқ әсәбийләрдин болуп 50 тәк кишиниң өлгәнлики елан қилинған иди.
2013-01-21
Хитай ташқи ишлар министирлиқи америка дөләт ишлар министири клинтон ханимниң өткән шәнбә күни сенкаку (дявйү) арили һәққидә қилған сөзигә инкас қайтуруп, клинтонниң сөзи пакитни бурмилиғанлиқ, дәп тәнқид қилди.