Архип
2013-01-21
Америка президенти барак обама 21-июл америка дөләт мәҗлис бинасиниң алдидики мәйданға йиғилған нәччә йүз миң кишилик мурасимда қәсәм берип, 2-нөвәт президентлиқ вәзиписини тапшурувалди.
2013-01-21
Маралбеши наһийиси ават йезисидики кишиләрниң ашкарилишичә, түрмидики атақлиқ язғучи нурмәмәт ясинниң аилиси 17-январ күни үрүмчигә берип, аптоном районлуқ 1-түрмидә йетиватқан язғучи билән көрүшүп кәлгән.
2013-01-20
Америка президенти барак обама 1 - айниң 20 - күни ақ сарайда өткүзүлгән қәсәмяд мурасимида қәсәм берип, 2 - қетимлиқ президентлиқ вәзиписини тапшурувалди. Бу күни йәнә америка муавин президенти җов байдинму қәсәм қилип, 2 - нөвәтлик муавин президентлиқ вәзиписини зиммисигә алди.
2013-01-20
Қирғизистан парламентиниң юқири кеңишиниң бир қанчә нәпәр әзаси парламентниң русийә билән түзүлгән сир дәрясиниң башлиниш нуқтиси һесаблинидиған нарин дәрясида су дамбиси вә “камбарата г ә с - 1” намлиқ чоң көләмдики су електир истансилирини қуруш һәққидики келишимни тәстиқлашқа қарши чиқти.
2013-01-20
Бирма қораллиқ күчлири йәкшәнбә күни бирма билән хитай чегрисиға йеқин җайларни игиливалған качин мустәқилчилириниң базилириға топ - зәмбирәкләр билән һуҗум башлиған.
2013-01-19
Америка кеңәш палатаси әзалири тәйярлиған бир парчә доклатта, әгәр ким ирсин аилисиниң шималий корейәдики һакимийити вәйран болуп, икки корийә бирлишишкә қарап қәдәм алса хитайниң буниң алдини елишқа, һәтта икки корейәни бирлишиштин тосуп қоюшқа урунидиғанлиқи агаһландурулған.
2013-01-19
Сенкаку мәсилисигә йеқиндин диққәт қилип келиватқан америка даирилири хитай вә японийини өзини тутувелишқа вә мәсилини өз алдиға бир тәрәп қилмаслиққа чақирди.
2013-01-19
Америка дөләт мәҗлисидики җумһурийәтчиләр җүмә күни америка һөкүмитиниң қәрз елиш чекини 3 айлиқ өстүргәнликини билдүрди.
2013-01-18
Бүгүн 18-январ күни хитай дөләтлик статистика идариси 2003-йилдин 2012-йилғичә болған мәзгилдики хитай җәмийитидики байлиқ тәқсимати вә пуқраларниң истемал сәвийисидики пәрқ нисбитини елан қилди.
2013-01-18
Уйғурбиз хәлқара тор бекитиниң 18-январдики хәвиридин мәлум болушичә, 2011-йили үрүмчиниң шималий тәрипидики шорбулақ қорғини(гәнчүәнбав)да қурулған тәрәққият районидин қоюп берилгән паскина су төвән тәрәптики 5000 мо терилғу йәр вә чарвичиларниң қой қотанлиридин 10 ни бесип кәткән болуп, бу райондики хәлқниң наразилиқини қозғиған.
2013-01-18
Японийә баш вәзири шинзу абе 18-январ җүмә күни һиндонезийиниң пайтәхти җакартада қилған сөзидә хитайни хәлқара җәмийәттә сөз-һәрикитигә мәсул болушқа чақирди.
2013-01-18
Әнглийә б б с агентлиқиниң бүгүнки хәвиридин мәлум болушичә, хитай қанун саһәсидики бир қисим мутәхәссисләр мақалә елан қилип, хитай коммунист һөкүмити рәһбәрлиридин хитайда қанунниң мустәқиллиқини әмәлгә ашурушни тәшәббус қилған.
2013-01-17
Бейҗиңдики бир қисим университетларниң қанун пәнлири профессорлири вә қанун мутәхәссислири бирликтә “2012-йиллиқ хитай әдлийә ислаһати” намлиқ бир парчә доклат елан қилған.
2013-01-17
Америка дөләт ишлири министирлиқиниң оттура асия ишлириға мәсул муавин министири роберт бләйк түркмәнистан вә қирғизистанда 2 күнлүк рәсмий зиярәттә болди.
2013-01-17
Хитай өлкилиридә хитай компартийисини сиясий ислаһатқа чақиридиған авазлар йүксиливатқан бир пәйттә, уйғур елидә чаршәнбә күни партийиниң 18-қурултай роһини өгиниш тәрбийиләш курси башланған.