Сүргүндики тибәт һөкүмитиниң йеңи баш министири сангай тибәт вәзийити һәққидә тохталди
2011.04.28
Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, сангай сөзидә йәнә, пәқәт иқтисад вә армийигә тайинипла чоң дөләт болғили болмайдиғанлиқини тәкитләп, хитайниң йеңи дунядики дәриҗидин ташқири дөләт болуш арзусиға йетиш үчүн алди билән өз хәлқигә болған әхлақий бурчини ада қилиши керәкликини ейтқан.
Америкиниң харвард университетида тәлим алған сангай бу йил 43 яшқа киргән болуп, у йеқинда елип берилған сайламда 55 пирсәнт аваз билән сүргүндики тибәт һөкүмитиниң баш министири болған иди.
Хитай ташқи ишлар министирлиқи болса, мәзкур сайлам вә йеңи баш министир һәққидә ипадә билдүрүштин өзини тартқан.
Пәйшәнбә күни хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси мухбирларниң бу һәқтики соалиға җаваб берип, сүргүндики тибәт һөкүмити хитайни парчилашни мәқсәт қилған қанунсиз бир орган, дегән.