Сүргүндики тибәт һөкүмити хитайниң тәйинләнгүси йеңи рәһбәрлик қатлими билән сөһбәт өткүзүшни ойлашмақта

Даримсаладики тибәт сүргүндики һөкүмити бүгүн бир баянат елан қилип, һөкүмәт һәйәтлириниң хитайниң йеңидин тәйинләнгүси рәһбәрлик қатлими билән сөһбәт өткүзүшни ойлишиватқанлиқини елан қилди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.09.03

Мәлум болушичә, мушу айниң 25-күнидин 28-күнигичә сүргүндики тибәт парламенти мәзкур темида музакирә елип бариду. Музакиридә тибәтниң нөвәттики җиддий вәзийитидә хитай тәрәп билән немиләрни сөзлишиш, қандақ шәртләрни оттуриға қоюш қарар қилиниду.

Хитай билән далай ламаниң вәкиллири арисида елип бериливатқан хитай-тибәт сөһбити далай лама вәзиписидин истепа бәргәндин кейин, болупму тибәт вәзийитидики җиддийлик сәвәбидин тохтап қалған иди.

Тибәт сүргүндики һөкүмитиниң бу қетимқи баянатида, нөвәттә тибәттә йүз бериватқан өзигә от қоювелиш һәрикәтлири, тибәтликләр үчүн өз ирадисини ипадиләшниң һечқандақ йоли қалмиғанлиқиниң нәтиҗиси дәп көрситилгән. Баянатта йәнә, хитайниң һәрбий күчигә тайинип тибәт хәлқини бойсундуралмайдиғанлиқи йәнә бир қетим тәкитләнгән.

Тибәт сүргүндики һөкүмити америка ташқи ишлар министири һилларий килинтон ханимниң йеқинда хитайни тибәт вәкиллири билән сөһбәт өткүзүшкә чақирған сөзигә миннәтдарлиқини билдүрүш билән биргә, хитай тәрәпниму мәзкур чақириққа қулақ селишқа дәвәт қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.